Хоңкоң маарипи, дөләт сиясий тәрбийә дәрсликини йолға қоюшни кечиктүрди
2012.04.30
Буниң сәвәби һәққидә мәктәпләрни бундақ бир дәрсликкә адәтләндүрүш үчүн бәлгилик тәйярлиқ вақти керәкликини илгири сүргән. Мәлум болушичә, хитайниң “дөләт тәрбийиси” нами астида йолға қоймақчи болған, сиясий тәрбийиси көплигән хоңкоң маарипчилири тәрипидин, меңә ююш сиясити дәп қаралған вә улар маарипниң сиясийлаштурулушиға қарши тәнқид вә тәклип пикирлирини оттуриға қоюшқан.
Өткән йили хоңкоң оқутқучилар җәмийити хоңкоң һөкүмитини хитай мәркизи һөкүмитиниң хоңкоң маарипиға сиясәтни арилаштурушиға йол қоймаслиққа чақирған. Хоңкоң маарип комитети бу һәқтики уқтурушида, аталмиш дөләт тәрбийисиниң, хоңкоң әвладлири үчүн пайдилиқ икәнликини, лекин уни йолға қоюшниң һазир вақти әмәсликини әскәрткән.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә билдүрүшичә, әслидики пиланда, хоңкоңдики мәктәпләрдә йилиға 50 саәт, йәни һәптисигә бир саәт сиясий тәрбийә дәрси тәшәббус қилинған. Дәрсликтә яш-өсмүрләрниң җуңго пуқраси еңини күчәйтиш мәқсәт қилинған.