Японийә ички кабинети “атом ядро радиатсийиси төләм қанун лайиһиси” ни елан қилди

Бүгүн 14-июн күни японийә дөләт ишлири ички кабинети йиғин ечип, японийидә бу йил 3-айда йүз бәргән 9 бал еғир йәр тәврәштин кейин йүз бәргән ядро електр истансисидики атом радиатсийә маддилириниң еқип кетиш вәқәси сәвәбидин зиянкәшликкә учриғучиларға мувапиқ төләм берилидиғанлиқи һәққидә қарар лайиһиси мақуллиди.
Мухбиримиз меһрибан
2011.06.14

Японийә ички ишлар кабинети бу қарар һәққидә чүшәндүрүш берип, ички кабинетниң бундақ бир қарарни елиши , атом радиатсийиси зийиниға учриғанларға мувапиқ төләм бериш үчүн икәнликини илгири сүргән.

Бүгүн японийә мәтбуатлири бәргән хәвәрлиридә йәнә, японийидики апәт йүз бәргән җай фукушима арилида 4 яштин 15 яшқа қәдәр болған 34 миң нәпәр балиға атом радиатсийисини өлчәш әсваби тарқитилип, уларниң бәдинидики атом радиатсийә нуриниң әкс тәсири өлчинидиғанлиқи хәвәр қилинди.

Фукушима арилидики мәлум бир һөкүмәт әмәлдариниң билдүрүшичә, 9-айдин башлап фукушима шәһиридики балиларға бу хил әсваб тарқитилип, уларниң бәдинидики атом радиатсийиси тәсириниң дәриҗиси өлчинидикән.

Мәлум болушичә, фукушима арилидики атом електр истансисида йүз бәргән атом радиатсийә тарқилиш һадисисидин кейин фукушима арилида тәхминән 80миң әтрапидики аһалә атом радиатсийә нуриниң тәсиригә учриғанлиқи илгири сүрүлмәктә икән.

Материяллардин мәлум болушичә, хитай һөкүмити 60-йиллардин буян уйғур елиниң лопнур районида 47 қетимлиқ атом бомбиси синиқи елип барған. Райондики уйғурлар атом радиатсийә тәсиригә учраш сәвәбидин һәр хил яман характерлик кесәлләргә гириптар болуп, бу районниң екологийиси еғир дәриҗидә булғанғанлиқи хәлқарада елан қилинған иди. Әмма хитай һөкүмити һазирға қәдәр атом радиатсийиси зийиниға учриған уйғурларға төләм берилидиғанлиқи һәққидә һечқандақ ипадә билдүрмигән болуп, бу әһвал уйғурларниң наразилиқини қозғап, дуня уйғур қурултийи қатарлиқ уйғур тәшкилатлири һәм хәлқара тәшкилатларниң хитайни әйиблишидики муһим мәсилиләрниң биригә айланған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.