Японийә билән русийә бихәтәрлик һәмкарлиқи орнитиш җәһәттә пикир бирлики һасил қилди

Японийә билән русийә шәнбә күни, икки дөләт арисидики арал ихтилапни бир чәткә қайрип қоюп, иқтисадий вә бихәтәрлик һәмкарлиқи орнитиш җәһәттә пикир бирлики һасил қилди.
Мухбиримиз җүмә
2012.01.28

японийигә зиярәткә кәлгән русийә ташқи қишла министири сергй лавров вә японийә ташқи ишлар министири коичиро гәмба сөһбәт җәрянида икки дөләт арисидики арал мәсилисини салмақ йосунда һәл қилиш пикригә қошулған.

Униңдин башқа икки тәрәп пуқралириниң өз - ара бериш - келиш виза рәсмийәтлирини асанлаштуруш келишимигә имза қойған.

Курил арилини японийиликләр шималий территорийә дәп атайду. Бу арал 2 - дуня урушидин буян икки дөләт арисидики талаш - тартиш нуқтиси болуп кәлгән.

2010 - Йили русийә президенти дмитрий медведев мәзкур арални зиярәт қилғандин кейин икки дөләт арисидики ихтилап сәл күчәйгән.

Росийә - японийә бихәтәрлик һәмкарлиқиниң муһимлиқи үстидә тохталған японийә ташқи ишлар министири гәмба : асия - тинч окян райониниң хәвпсизлик вәзийитидики зор өзгиришләргә әгишип, японийә - русийә мунасивәтлириниң муһимлиқи йеңидин тонулушқа башлиди, деди.

Лавров : биз икки дөләт арисидики хәлқаралиқ һәмкарлиқиниң кеңийишини халаймиз, деди

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.