Хитай ташқи ишлар министирлиқи хитай - японийә достлуқиниң хатирә күнини японийә вәйран қилди

Хитай ташқи ишлар министирлиқи 21 - сентәбирдики баянатида хитай - японийә достлуқиниң хатирә күнини японийә вәйран қойғанлиқини илгири сүрди.
Мухбиримиз җүмә
2012.09.22


Хитай - японийә дипломатик мунасивәтлири әслигә кәлтүрүлгәнликиниң 40 йиллиқ хатирә күни бу икки дөләт арисидики арал маҗираси таза җиддийләшкән мәзгилгә тоғра кәлгән иди.

Хитай ташқи ишлар баянатчиси хоң лей бу һәқтики соалларға җаваб берип: илгири һәммәйлән хитай вә японийиниң бу нөвәтлик хатирә күни арқилиқ икки дөләт мунасивәтлирини техиму илгири сүрүдиғанлиқиға үмид билән қариған. Әмма, японийиниң дявйү арилини қанунсиз сетивелиштин ибарәт хата қарари түпәйли мәзкур хатирә күнигә беғишланған нурғун пиланлар вәйран болди. Нөвәттә нурғун паалийәтләр әмәлдин қалдурулди. Буниңдики гунаһ японийидә, деди.

японийә һөкүмити икки һәптә илгири сенкаку арилини бир японийә пуқрасиниң қолидин сетивалғандин кейин бу хитайда дөләт характерлик инкас қозғиған.

Хитай пуқралири 100 дин артуқ шәһәрдә намайиш қилип, японийә дипломатик органлири вә японийә сода - сарайлириға һуҗум қилған иди.

японийә ахбаратлирида 21 - сентәбир елан қилинған обзорларда “мәсилини һәл қилишниң ачқучи хитайда” икәнликини көрситилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.