Япон парламент әзалири: хитай парахотлири япон парахотини қәстән соққан
Мухбиримиз ирадә
2010.11.01
2010.11.01
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 7 минут узунлуқтики синалғу лентисини көргән японийә парламент әзалири хитай кемисиниң наһайити тез сүрәттә келип, японийә кемисини қәстән соққанлиқини, японийиниң буниңға қарши алған тәдбирлириниң интайин орунлуқ болғанлиқини билдүргән. Бәзи япон дипломатлар хитай кемисиниң интайин яман ғәрәзлик икәнликини ейтқан.
Игилинишичә, бу синалғу лентиси хәлққә ашкариланмиған болуп, буниңдики сәвәб синалғу лентисини көргән япон хәлқиниң ғәзәп пилтисиға ут тутушуп кетишиниң алдини елиш икән. Әмма японийә хәлқи арисида синалғу лентисидики мәзмунларни әйнән елан қилиш һәққидә күчлүк тәләп оттуриға чиқиватқан болуп, бу һәқтә япон мәтбуатлирида муназирә қозғалған.
Мәзкур кемә соқулуш вәқәси 7 - сентәбир йүз бәргән иди. Вәқәдә хитайниң бир белиқчи кемиси японийә деңиз мудапиә чарлаш парахотиға икки қетим соқулған, нәтиҗидә японийә деңиз мудапиә хадимлири хитай кемисиниң капитанини қолға алған иди. Мәзкур вәқә японийә- хитай мунасивәтлирини йирикләштүргән иди.