Йеңишәһәрдә 151 нәпәр “ярдәм бәргүчи кадирлар” тәрбийилинишкә башлиди
Мухбиримиз җүмә
2012.09.19
2012.09.19
Қәшқәр һөкүмәт торида көрситишичә, тәрбийиләш курси йеңишәһәр наһийилик партийә мәктипидә башланған. Курсантлар арисида хитайниң шаңхәй, гуаңдуң вә шәндуң қатарлиқ өлкә, шәһәрлиридин кәлгән дохтур вә оқутқучилар бар икән.
Йиғинға қатнашқан йеңишәһәр наһийисиниң партийә секретари ву линҗуң мәзкур курсантларға қәшқәрниң тарихи вә районниң муқимлиқ вәзийити һәққидә чүшәнчә бәргән.
“шинҗаң хизмәт йиғини” дин кейин хитай һөкүмити “қаратмилиқ ярдәм бериш” сияситини йолға қоюп, аталмиш хитай мутәхәссисләрни уйғур елигә йөткәшкә башлиған иди.