Явропа-америка қисимлириниң һава һуҗуми казафийниң мудапиә күчлирини үнүмлүк пачақлиди
Әрәб бирликиниң әзаси болған қатарму бу һәрикәткә 4 бомбардиманчи әвәтти. Бу қетимқи һәрбий һәрикәттә явропа-америка қисимлири казафийниң һава мудапиә күчлиригә үнүмлүк зәрбә бәрди.
Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, казафийға қарши қозғилаңчилар, ғәрб дөләтлириниң түнүгүнки һава һуҗумида казафийниң бәнғазидики бир нәччә он танка-бронивиклири пачақланғанлиқиға тәнтәнә қилди.
Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, ливийидә учушқа болмайдиған район бәлгиләш һәққидә б д т қарар мақуллиғанда аваз бериштин ваз кәчкән хитай бүгүн, ғәрб дөләтлирини, ливийигә һуҗум қилип хәлқара қанунға хилаплиқ қилди, дәп әйибләп оттуриға чиқти. Шундақла уни, америка йетәкчиликидики ирақ вә афғанистан ишғалийитиниң давами дәп җакарлиди.
Әмма, хитайниң баянатидин кейинла, әрәб бирликиниң баш катипи муса баянат елан қилип, б д т ниң казафийға һәрбий һәрикәт қоллиниш тоғрисидики қарариға һөрмәт қилидиғанлиқини җакарлиди. Тәһлил қилинишичә, хитай һазир ливийә мәсилисидә америка билән биваситә сөһбәтлишидиған чоң дөләт болувалмақчи.