Йәркәнттики қатнаш вәқәсидә 8 адәм һаятидин айрилди
2012.11.25
Бу вәқә һәққидики учур дәрһал хитайниң шинхуа агентлиқи тәрипидин тарқитилғандин кейин хәлқара аммиви ахбарат васитилириму хәвәр бәрди. Әнглийә б б с агентлиқи болса, қәшқәр районида қатнашқан вәқәси йүз берип 8 адәмниң өлгәнлики һәққидә учур тарқатти. Әмма мәзкур учур васитилириниң һеч қайсисида бу вәқәдә қаза қилғанларниң милләт тәркиби һәққидә һеч немә дейилмигән. Хитай ахбаратиниң тарқатқан учурида ейтилишичә, 7 адәм олтурған җип машина билән “шәрқ шамили” маркилиқ бир пахта басқан йүк аптомобили йәркәнт наһийиси тәвәсидә чоң йолда соқушуп кетип, җип машинидики 4 адәм нәқ мәйданда өлгән, башқа яриланған 3 адәм вә чоң йүк аптомобилиниң шопури дохтурханида һаятидин айрилған.
Мәлум болушичә, йеқинқи йиллар ичидә уйғур елидә болупму қәшқәр, үрүмчи, хотән қатарлиқ җайларда бир қатар вәқәләр йүзбәргәндин кейин, хәлқара мәтбуатлар бу җайлардики һәр қандақ шәкилдики вәқәләрни хәвәр қилишқа әһмийәт беришкә башлиған.