Қәшқәрдә 13 яшлиқ бир уйғур қизини сичуәнлик бир хитайниң 8 ити талап өлтүрүвәткән

Қәшқәр шәһириниң шамалбағ йезисида 2008 ‏- йили, 13 яшлиқ уйғур қиз зоригүл сәпәрни, сичуәнлик бир көчмәнниң ити талап өлтүрүвәткән. Сичуәнлик көчмән зиянкәшликкә учриған аилигә һечқандақ төләм төлимигәндин сирт юртиға қечип кетип, қануний җавабкарлиқтин қутулуп қалған.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.09.29

Мәзкур аилиниң шикайәт қилишичә, қәшқәрдики хитай даирилири вәқәниң миллий тоқунушқа айлинип кетишидин әндишә қилип, зиянкәшликкә учриған аилини басқан вә җавабкар хитай көчмининиң қечип кетишигә көз юмған.

Вәқә 2008 ‏- йили 2 ‏- айниң 8 - күни қәшқәр шәһириниң шамалбағ йезисида йүз бәргән. 13 яшлиқ уйғур қизи зоригүл сәпәр, бир хитай күчмәнниң намәлум мәқсәттә беқип йетиштүрүватқан 8 итиниң һуҗумиға дуч кәлгән.

Зөригүл дохтурханиға апирилип бирқанчә саәттин кейин һаятидин айрилған. Даириләр 13 яшлиқ зоригүлниң паҗиәлик өлүмини 16 миң йүән төләм биләнла бесиқтурувәтмәкчи болған.
 
Адәттә сиясий вәқә гумандарлирини һәрқандақ йәрдин тапалайдиған вә чегра атлап тутуп әкиләләйдиған хитай сақчилири, зоригүл сәпәрниң өлүминиң җавабкарини һазирғичә тапалмиған вә өз территорийиси болған сичуәндин тутуп әкиләлмигән.

Нөвәттә дәвагәр сәпәр мамут вә аяли ниязгүл мана бу һәқсизлиққә қарши әрзини давамлаштурмақта.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.