Чегрисиз мухбирлар тәшкилати хитайни охшимиған пикирдики затларға зиянкәшлик қилиш билән әйиблиди
Мухбиримиз әркин хәвири
2008.06.27
2008.06.27
Чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң җүмә күни елан қилған ахбаратида әскәртишичә, мәзкур тәшкилат бу йил киргәндин бери хитай даирилириниң мәтбуат мухбири, тор язғучиси вә әркин пикир қилғучи затлардин болуп 24 кишини қолға алған һәм җазаға тартқанлиқини хатириләп чиққан. Чегрисиз мухбирлар тәшкилати бу мәзгилдә йәнә аз дегәндә 80 нәпәр чәтәллик мухбирниң хизмәт җәрянида аваригәрчиликкә учриғанлиқини, бу аваригәрчиликләр тибәт, уйғур или вә сичүәндики тибәтләр олтурақлашқан районларда йүз бәргәнликини билдүрди.
Ахбаратта чегрисиз мухбирлар тәшкилати мундақ дәп хитаб қилиду, " бейҗиң олимпик тәшкили комитети вә хәлқара олимпик комитети көп қетим мәтбуат әркинликини ечиветиш тоғрисида вәдә бәргән, уларниң бу вәдиси қени? "
Мәзкур орган ахбаратида йәнә "бейҗиң олимпик йиғини хитайниң мәтбуатни ечиветишигә түрткә болмайла қалмай, әксичә қолға елиш, аваригәрчилик пәйда қилиш, ахбаратни тәқип қилишиға баһанә болуп бәрди " дәп тәкитлигән. Чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң хадими лусийә морилен пәйшәнбә күни вашингтондики хитай әлчиханиси алдида өткүзүлгән йиғилишта уйғур рәһбири рабийә қадир ханимниң оғли абликим абдуреһимниң тор бетидә мақалә язғанлиқидин қолға елинғанлиқи вә "дөләтниң образини хунукләштуруш" билән сотланғанлиқини әйиблигән иди.