Далай ламаниң тән саламәтлики яхши
Мухбиримиз өмәр қанат хәвири
2008.08.30
2008.08.30
73 яштики тибәтләрниң даһиси далай лама пәйшәнбә күни өзини биарам һес қилғанлиқи үчүн һиндистанниң мумбай шәһиридә дохтурханиға ятқузулған иди.
Далай лама ниң баянатчиси тәнзин такла шәнбә күни мухбирларға бәргән баянатида, " дохтурлар далай лама ниң саламәтликидә һечқандақ мәсилә йоқлиқини. Пәқәтла бираз һарғин икәнликини билдүрди" дәп көрсәтти.
Тәнзин такла ниң билдүрүшичә, саламәтлик мәсилсии сәвәбидин мекиско вә доминика җумһурийити қатарлиқ чәт дөләтләргә қаратқан зияритини шуниңдәк нурғунлиған учриши вә йиғинларға қатнишишни бикар қилған далай лама, йәкшәнбә күни ахшими дохтурханидин чиқидикән вә бир қанчә вақит дәм алидикән.
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, дохтурханида болғанлиқиға қаримай, шәнбә күни тибәтлик буддист раһиблар тәрипидин дуня җамаәтчиликиниң диққитини тибәттики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә бураш үчүн, башлитилған 12 саәтлик ачлиқ елан қилиш һәрикитигә қатнашқан.
Хәвәрдә ейтилишичә, тибәт миллий һәрикитиниң мәркизи һесабланған һиндистанниң дарамсала шәһиридә 2000 тибәтлик буддист раһиб 12 саәтлик ачлиқ елан қилған.