Германийиниң юқири дәриҗилик әмәлдари далай ламани қобул қилди
Мухбиримиз җүмә хәвири
2008.05.19
2008.05.19
Бирләшмә агентлиқида көрситилишичә, германийә тәрәққият министири һәйдмарийә вичзорек зеул (Heidmarie Wieczorek - Zeul) өзиниң далай лама билән елип барған мәхпий сөһбити һәққидә тохтилип, сөһбәт җәрянида далай ламаниң нәзиридики тибәт вәзийити һәққидә көп нәрсиләрни биливалғанлиқини билдүргән һәмдә сөһбәтниң тибәт аптономийиси вә хитай һөкүмитиниң далай лама вәкиллири билән өткүзгән сөһбитини чөридигән асаста елип берилғанлиқини қошумчә қилған.
Хәвәрдә билдүрүлишичә, германийә тәрәққият министири һәйдмарийә вичзорек зеулниң далай ламани қобул қилиши германийә һөкүмити ичидиму һәр хил наразилиқ пикирлирини қозғиған болуп, әмма баш министир ангела меркел ханимниң баянатчиси томас стәг, һазир латин америкисида йәттә күнлүк дөләт зиярити елип бериватқан меркел ханимниң тәрәққият министири һәйдмарийә вичзорек зеулниң далай ламани қобул қилиш қарари билән алақиси йоқ икәнликини, әмма меркел ханимниң бу ишқа қарши әмәсликини тәкитлигән.
Далай лама өткән һәптә пәйшәнбә күни германийигә йетип кәлгән болуп, өткән җүмә күни хитай һөкүмити рәсмий наразилиқ баяни елан қилип, германийә һөкүмәт әмәлдарлири далай ламани қобул қилса , бу германийиниң " бир җуңго" сияситини қоллаш мәйданиға хилап икәнликини оттуриға қойған иди.
Мәлум болушичә, көп сандики германийә һөкүмәт әмәлдарлириниң далай лама билән учришишни рәт қилиши, германийә аммиси арисида наразилиқ қозғиған.