Америкиридики уйғур җамаити мәрһум абдулһәкимхан мәхсумниң роһиға хәтмә-қуран өткүзди
2016.12.30
Түркийәдә истиқамәттә яшаватқан тонулған уйғур диний алим, җамаәт әрбаби, шундақла шәрқий түркситан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң қурғучиси абдулһәкимхан мәхсум һаҗим 22-декабир күни уштумтут вапат болғандин кейин дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур җамаити мәрһумни чоңқур яд әтти. Шу қатарда америкидики уйғур җамаитиму 30-декабир күни җәм болуп, мәрһумниң ғайибанә җиназа намизини оқуди һәмдә униңға атап хәтмә-қуран өткүзди.
Муһаҗирәттики уйғурларниң миллий дава паалийәтлиридә һармас сиясий паалийәтчи вә ваиз сүпитидә һөрмәткә сазавәр болуп келиватқан абдулһәкимхан мәхсум һаҗим уштумтут вапат болғандин кейин, һәрқайси дөләтләрдики уйғур топлуқлири үчүн буниң бир зор йоқитиш болғанлиқи мәлум болушқа башлиди. Һәрқайси мәмликәтләрдә муһаҗир болуп яшаватқан уйғур җамаити мәрһумниң вапатиға болған қайғусини мәрһумға атап дуа тилавәт қилиш билән ипадилиди. Шу қатарда дуня уйғур қурултийи вә америка уйғур бирләшмисиниң тәшкиллиши билән 30-өктәбир күни җүмә намизидин кейин америкидики бир қисим уйғур җамаити йәнә бир қетим җәм болуп, вашингитон шәһиригә йеқин әзһәр җамәсидә мәрһум абдулһәкимхан мәхсум һаҗимниң ғайибанә җиназа намизини оқуди. Шуниң билән биргә, мәрһумниң роһиға атап хәтмә-қуран өткүзди.
Юқиридики улинштин, мухбиримиз әзизниң нәқ мәйдандин йоллиған мәлуматлирини аңлайсиләр.