Дуня уйғур аяллар бирлики шималий америка шөбиси канадада иш башливәтти

Ихтиярий мухбиримиз гүлшән абдуқадир
2013.05.30
dunya-uyghur-ayalliri-birliki.JPG Канада лондон шәһиридә өткүзүлгән фестивалидики уйғур тәзгасидин бир көрүнүш. 2013-Йили май.
RFA/Gulshen

Йеқинда дуня уйғур аяллар бирлики шималий америка шөбиси билән канада уйғур җәмийити бирликтә канаданиң лондон шәһиридә өткүзүлгән түрк мәдәнийәт фестивалиға қатнашти.

Фестивални канадада паалийәт елип бериватқан анадолу түрк әнәниви мәдәнийәтләр мәркизи тәшкиллигән болуп, бу мәркәздин игилишимизчә, бу фестивал бу мәркәз елип барған тунҗи мәдәнийәт фестивали икән.

Түрк дунясиниң муһим бир әзаси болуш сүпити билән тунҗи нөвәтлик түрк әнәниви мәдәнийәтләр фестивалиға тәклип қилинған канадада яшаватқан уйғурлар, фестивалда тәқлид қилинған қәшқәр йәкшәнбә базири тәсис қилип, уйғур әнәниви тамақ түрлиридин полу, самса, чоң тәхсилик тоху қорумиси, уйғур тонур нени, қорума кавап қатарлиқларни йәрмәнкә қилип сатти.

Уйғур вә инглиз йезиқида йезилған қәшқәр йәкшәнбә базири дегән лозунка вә лозункиға чүшүрүлгән уйғурларниң сүрәтлири шуниңдәк шәрқи түркистанниң ай юлтузлуқ көк байриқи фестивал иштиракчилириниң қизиқиш нуқтиси шундақла соал нуқтисиға айланди.

Дуня уйғур аяллар бирлики бу йил апрелда фирансийәниң пайтәхти париж шәһиридә чақирилған 6-нөвәтлик уйғур ханим қизлирини демократийә вә кишилик һоқуқ билимлири бойичә тәрбийиләш курси җәрянида, дуняниң һәрқайси җайлиридики 11 дөләттин кәлгән 63 нәпәр уйғур ханим қизлар вәкиллириниң бирликкә келиши нәтиҗисидә дуняға кәлгән.

Тәпсилатини юқиридики улиништин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.