BBC Телевизийәсидә “җаза лагери” мәсилиси оттуриға қоюлди
2018.09.10

30-Авғуст күни “британийә радийо ширкити” (BBC) ниң қармиқидики “хәвәр кечиси” программисиниң уйғурлар мәсилисини чөридигән һалда мәхсус телевизийә программиси ишләп тарқитиши билән уйғурлар дучар болуватқан чекидин ашқан бесим сиясәтләр дунядики, болупму ғәрб дунясидики милйонлиған көрүрмәнләргә билдүрүлди.
Тонулған мухбир җон сивиний ишлигән мәзкур программа мундақ башлиниду: “хитайниң ғәрбий шималида көплигән испатлар һазир топлиниватиду. Бу йәрдә алвастидәк җинайи ишлар садир қилиниватиду. Бир милйон әтрапида уйғур җаза лагерлириға соланди. Бу рәсимләрни мутәхәссисләр тапқан вә инсан һәқлирини қоғдаш тәшкилатлири испатлиған”.
Мәзкур программида BBC агентлиқиниң тонулған мухбири җон сивиний уйғур елидики лагерда йетип чиққан икки бала билән лондондики уйғур паалийәтчи рәһимә мәхмут ханимни зиярәт қилған болуп, бу икки уйғур мухбирға өзиниң лагерда вә түрмидә бешидин өткәнләрни сүрәтләп бәргән. Рәһимә мәхмут ханим болса хитайниң уйғурларға елип бериватқан чекидин ашқан бу сияситиниң сәвәблири вә өзиниң аилиси билән көрүшәлмигәнлики тоғрисида мәлумат бәргән.
BBC Агентлиқи бурундин тартип уйғурлар тоғрида хәвәр ишләп кәлгән болуп, бу қетимқи хәвәр бурунқиларға охшимайдиған шәкилдә ишләнгән. Рәһимә мәхмут ханимниң ейтишичә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң һәр түрлүк ирқий кәмситишкә қарши туруш комитети хитайниң “җаза лагерлири” ни тақиветиши тоғрисида қарар елан қилғандин кейинла, мәркизи әнглийә пайтәхти лондонға җайлашқан BBC телевизийәси уйғур дияридики “җаза лагерлири” тоғрисида мәхсус хәвәр программиси ишләп тарқитишқа башлиған. Тонулған мухбир җон сивиний әпәнди ишлигән “News Night” йәни “хәвәр кечиси” мавзулуқ программа кишиләр әң көп телевизийә көридиған саәт болған ахшам 10 йеримда тарқитилған. Рәһимә мәхмут ханим бу һәқтә мәлумат бәрди.
Рәһимә мәхмут ханим BBC телевизийәсиниң әслидә бир қанчә күн аввал бу программини тарқатмақчи болған болсиму, лекин, BBC мухбирлири уйғур дияридики ишлирини түгитәлмигән болғачқа, хитай даирилириниң уларниң ишини тосуп қоюшидин әнсирәп кечиктүрүп тарқатқанлиқини баян қилди.
BBC Телевизийәсидә тарқитилған программида нуқтилиқ һалда хитай һөкүмитиниң уйғур диярида қурған аталмиш тәрбийәләш мәркизи нами астидики “җаза лагерлири” баян қилинғандин сирт, хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сиясити оттуриға қоюлған. Уйғур паалийәтчи рәһимә мәхмут ханим бу һәқтә тохталди.
Биз мәзкур программа тоғрисида көз қаришини игиләш үчүн уйғур зиялийси мәмәт тохти әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ. У, йеқиндин бери дуняниң чоң хәвәр агентлиқлирида бундақ хәвәрләрниң тарқитилишиниң “шәрқий түркистан дәвасиниң дуняниң күн тәртипигә келишкә башлиғанлиқиниң ипадиси икәнлики” ни баян қилди.
Мәмәт тохти әпәнди бу хил хәвәр вә программиларниң пәқәтла уйғур дәвасини аңлитиш болупла қалмастин, хитай садир қиливатқан җинайәтләрниң пакити икәнликини баян қилди.
Мәмәт тохти әпәнди бу хил программиларда уйғур дәвасиниң истратегийәлик әһмийитиниңму оттуриға қоюлуватқанлиқини баян қилди.
Җон сивиний дуняда әң көп көрүрмини бар болған “панарома” программиниң риясәтчиси болуп, мәзкур программида дунядики тәсирлик кишиләрниң мәхпийәтликлири паш қилинидикән.