Бешкәктә “уйғурлар инақ бир аилидә” сәнәт кечилики өткүзүлди
Ихтиярий мухбиримиз турсун ислам
2013.05.22
2013.05.22
21 - Май күни қирғизистан ансамбилийисиниң 20 йиллиқи мунасивити билән, қирғизистан уйғурлири иттипақ җәмийитиниң тәшкиллишидә “уйғурлар инақ бир аилидә” сәнәт фестивали өткүзүлди. Бешкәктики қуҗамқул тәнтәрбийә сарийида өткүзүлгән бу консертқа парламент әзалири билән бирликтә миңдин артуқ амма қатнашти.
Төвәндә ихтиярий мухбиримиз турсун ислам бу һәқтә тәпсилий мәлумат бериду.