Австралийәдики уйғур топчилар: “биз топни әмәс, бәлки зулумни тәптуқ!”
2018.01.01

Австралийәдики уйғурлар 25-декабирдин 28-декабирғичә үч күн “австралийә шәрқи түркистан лоңқиси” путбол мусабиқиси өткүзди. Мусабиқигә қатнашқан вә чемпийон болған бир топчи “биз бу мәйданда топла тәпмидуқ, бәлки бизни әркин нәпәс алғузмиған, йәлкимизни бесип турған зулумни тәптуқ!” деди.
25-Декабир күни австралийәниң аделәйд шәһири уйғур җамаитиниң чуқан-сүрәнлири, уйғурчә музикиларниң яңрақ садаси, путболчи әзимәтләрниң мәрданә қияпити билән җанланди. Йилда бир қетим пүтүн австралийәдики уйғурларни бир йәргә җәм қилип келиватқан “австралийә шәрқи түркистан лоңқиси” путбол мусабиқисиниң 11-қетимлиқи қизғин алқиш садалири ичидә башланди. Бу қетимқи мусабиқигә саһипханлиқ қиливатқан австралийә шәрқи түркистан җәмийитиниң рәиси нурмуһәммәт түркистани ечилиш нутқи сөзлиди.
Мусабиқә охшимиған яштики гуруппилар бойичә өткүзүлгән болуп, маһирларниң әң кичики төт яш, чоңлири әллик яштин ашқанлар икән. Бу йиллиқ мусабиқиниң әң диққәт қозғиған нуқтиси қиз путболчиларниң мусабиқигә қатнишиши икән. Уларниң топ мәйданидики маһарити көрүрмәнләрни алаһидә җәлп қилған. Мусабиқигә америкадин келип тамашибин болған зубәйрә шәмсидин ханим зияритимизни қобул қилип, нәқ мәйдандики тәсиратлирини баян қилди.
Австралийәниң сидней шәһиридин путболчи әзимәтләрни башлап мусабиқигә кәлгән австралийә уйғур җәмийитиниң рәиси мәмтимин әла бу мусабиқиниң әһмийитигә юқири баһа бәрди. У мусабиқә мәйданида уйғурлардин йеңи бир әвлад путбол әзимәтләрниң, болупму қиз путболчиларниң чиқиватқанлиқидин ғурур һес қиливатқанлиқини алаһидә тәкитлиди.
Аделәйд шәһиридики уйғур тили мәктәпниң оқуғучиси шәһиридин бу қетимқи мусабиқигә ана тилда риясәтчилик қилди. Униң раван чиққан уйғурчә тили вә чүчүк авази яңриғанда мәйданни гүлдүрас алқиш садаси қаплиди.
Мусабиқигә саһипханлиқ қилған австралийә шәрқи түркистан җәмийитиниң баш катипи мустафа туран бу қетимқи паалийәтниң утуқлуқ болуши үчүн алаһидә күч чиқарған тәңритағ ханим-қизлар гурупписиға алаһидә рәһмәт ейтти. Бу қетимқи үч күнлүк паалийәттә йемәк-ичмәкләр һәқсиз тарқитилған болуп аделәйд шәһиридики пидакар ача-сиңиллардин тәшкилләнгән мәзкур гуруппа йетәкчилик рол ойниған икән.
“австралийә шәрқи түркистан лоңқиси” путбол мусабиқисигә сидней, мелборин, перс, аделәйд қатарлиқ төт шәһәрдин 300 гә йеқин уйғур маһир вә тамашибин қатнашқан. Мусабиқидә аделәйд биринчи командиси чемпийонлуққа еришкән.