Д у қ вәкиллири японийә уйғур җәмийитиниң даимий һәйәт йиғиниға қатнашти

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2015.02.03
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
duq-yaponiye-yighin-2015.jpg Д у қ һәйәт әзалири японийә уйғур җәмийитиниң даимий һәйәт әзалири билән биллә йиғинда
RFA/Haji Qutluq Qadiri


1 - Феврал токйода японийә уйғур җәмийитиниң даимий һәйәт йиғини ечилди. Токйода ечилған японийә уйғур җәмийитиниң бу қетимқи даимий һәйәт йиғиниға японийәдә зиярәттә болуватқан рабийә қадир ханим башчилиқидики дуня уйғур қурултийиниң вәкиллириму иштирак қилди.

Японийә уйғур җәмийитиниң уйғур, японлардин тәркип тапқан даимий һәйәт әзалири алди билән, рабийә қадир ханим башчилиқидики дуня уйғур қурултийи вәкиллириниң доклатини аңлиғандин кейин, өзлириниң пилан вә тәклиплирини оттуриға қоюп дуня уйғур қурултийи вәкиллири билән өз - ара пикирләшти.

Даимий һәйәт йиғини чүштин кейин саәт бирдин төткә қәдәр давамлашти.

Биз йиғин ахирилашқанда, мәзкур йиғин һәққидә толуқ мәлуматқа еришиш үчүн дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сейт түмтүрк билән сөһбәт елип бардуқ.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.