Фирансийә ахбарат органлири бирләшмә мақалә елан қилип, хитайни әйиблиди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2015.12.31
Ursula-Gauthier-ursula-gotiyir.jpg Мухбирлиқ саһәсидә хәлқаралиқ мукапатларға еришкән фирансийәлик мухбир урсула готийир ханим 2015-йилиниң ахири уйғурлар тоғрисида язған мақалиси түпәйлидин хитайдин һәйдәлгән. 2003-Йили 6-феврал, париж.
AFP

30-Декабир күни фирансийәдики мәшһур ахбарат органлири бирләшмә мақалә елан қилип, хитайниң урсула готийирға “сахта гунаһ артип чеградин қоғлап чиқарған” лиқини әйиблиди.

Фирансийә авазиниң 30-декабирдики хәвиридә баян қилинишичә, фирансийәдики асаслиқ ахбарат органлиридин “дуня гезити” ниң баш муһәррири җәромә фәноглио,“парижлиқлар гезити” ниң баш муһәррири шитефанә албоуй, “азадлиқ гезити” ниң баш муһәррири лаурент җоффирин, “фигаро гезити” хәлқара бөлүминиң баш муһәррири арнауд дә ла гираңе, “йеңи көзитиш” журнилиниң баш муһәррири маттио кройсандеау, “явропа сәһниси” гезитиниң баш муһәррири һенри гуйкон, “фирансийә ахбарат агентлиқи” ахбарат бөлүминиң баш муһәррири мичеле леридон, чеграсиз мухбирлар тәшкилатиниң мәсули киристофе делойре қатарлиқлар бу бирләшмә мақалигә аваз қошқан.

Бирләшмә мақалиниң нами “бейҗиң бизниң кәсипдишимизни чиқириветиш қилмишида өзини ақлиялмайду” дегәндин ибарәт болуп, мақалида: “биз хитайниң мухбир урсулаға қолланған хорлаш характерлик муамилисигә қарши туримиз. Хитай һөкүмәт ахбаратиниң бир йүрүш һақарәтлиригә учраш билән биргә, иҗтимаий таратқуларда өлүм тәһдитигә йолуққандин кейин, урсуланиң еришкини бейҗиң даирилириниң 12-айниң 31-күни кечә саәт 12 дин бурун хитайни тәрк етиш буйруқи болди. Биз шуниң билән биргә, фирансийә һөкүмитиниң бейҗиңниң өзини ақлиялмайдиған бу қилмишлирини әйибләнмигәнликидин әпсуслинимиз.”

Мақалида көрситилишичә, хитай һөкүмити урсула үстидин чеградин чиқип кетиш қарарини чиқириштин илгири, униңға “өзини тәкшүрүш” пурсити бәргән һәмдә у елан қилған уйғурларға аит темини “башқилар мениң намимдин пайдилинип йезип чиққан хата баянлар” дәп етирап қилишни тәләп қилған. Бирақ урсула бундақ сахтилиқни рәт қилған.

У, бай көмүркан вәқәсигә қарита хитай тәшвиқатиға охшимайдиған қарашта туруп баһа бәргән болуп, 18-ноябир “лобис” (йеңи көзитиш) торида елан қилған мақалисидә, бай вәқәсиниң хитай тилға алғандәк “җиһадий һәрикәт әмәс, бәлки йәрликниң хитай бесимиға қарши елип барған миллий тоқунуш һәрикити” икәнликини илгири сүргән.

Мақалида баян қилинишичә, хитай һөкүмити урсула елан қилған мақалини әйиблигән. Урсула хитайниң ғәрбидики бипаян тупрақта яшайдиған түркий тиллар аилисигә тәвә болған уйғурлар ичидики қаршилиқ көрсәткүчиләр билән хитай сақчилири вә қораллиқ күчлири оттурисидики тоқунушни тәсвирлигән. Мақалида бейҗиң һөкүмитиниң мәдәнийәт, дин, тил қатарлиқ җәһәтләрдә 10 милйонға йеқин уйғурларға қоллиниватқан қаттиқ ассимилятсийә қилиш сиясити сәвәблик, уйғур районида йүз бериватқан хитайларға вә хитай һөкүмәт хадимлириға һуҗум қилиш қанлиқ вәқәлиридә хитай һакимийитиниң мәсулийити барлиқини илгири сүргән һәмдә хитай һакимийитиниң барлиқ вәқәләрни хәлқара терроризмға артиватқанлиқи, бу вәқәләрни алдинқи ай парижда йүз бәргән террорлуқ вәқәлири билән ортақ характергә игә қиливатқанлиқини шәрһләп, хитай даирилириниң наразилиқини қозғиған.

Урсула ханим учраватқан муамилә чәтәлләрдики уйғур көзәткүчилириниңму диққитини тартти. Бу һәқтә тохталған германийәдики уйғур зиялийси үмид агаһи әпәнди хитайниң “тохуни боғузлап; маймунни қорқутуш” тактикисини қоллинип хитайда туруватқан башқа чәтәл мухбирлириға тәһдит селиватқанлиқини билдүрди.

“фирансийә ахбарат органлириниң баш муһәррирлири бирләшмә мақалә елан қилип, хитайниң сахта гунаһ билән урсулани қоғлап чиқарғанлиқини әйиблиди” намлиқ хәвәрдә баян қилинишичә, фирансийә мухбири урсула ханим “бейҗиңдики чәтәллик мухбирлар ичидә хитайчини раван сөзләйдиған, уйғур ели вә тибәткә пат-пат берип-келип туридиған аз сандики мухбирлардин бири, болупму хитай һөкүмити чәтәл мухбирлириниң зияритини қарши алмайдиған уйғур елидә хитай җасуслириниң из қоғлап әгишивелишлиридин қутулуп, һөкүмәт ашкарилашни халимайдиған түрлүк тоқунушларға аит мәлуматларни игиләш җәһәттә теришчанлиқ көрсәткән” бир мухбир икән.

У, 26-декабир “һамий” гезитиниң зияритини қобул қилғанда, хитайниң өзини чиқириветишидики мәқситини “хитайниң уйғур сияситигә қаритилған тәнқидләрни җимиқтуруш вә башқа мухбирларға тәһдит селиш” дәп чүшәндүргән иди.

31-Декабир бейҗиңда өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида хитай ташқи ишлар баянатчиси ваң йидин “бүгүн фирансийә мухбири урсула хитайдин айрилмақчи, хитай даирилири униң йәнә хитайға келишигә рухсәт қиламду” дәп соралғанда, ваң йи: “бу пүтүнләй униң өзигә бағлиқ” дегән бир җүмлә җавабнила бәргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.