Истанбулда мухбирларни күтивелиш йиғини өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2017.02.05
seyit-tumturk-muxbir.JPG Д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди “көн т в” билән “38-қанал телевизийиси” ниң зияритини қобул қилди. 2013-Йили 31-декабир, түркийә.
RFA/Erkin Tarim


2-Айниң 3-күни мәркизи истанбулға җайлашқан хәлқара мусапирлар һоқуқи җәмийитиниң уюштуруши билән ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүлүп түркйидики, өзбек, уйғур, чечән мусапирлириниң кишилик һоқуқлириниң дәпсәндичиликкә учриғанлиқи оттуриға қоюлди вә түркийиниң уларни кәлгән юртлириға қайтурмаслиқи чақириқ қилинди.

Хәлқара мусапирлар һоқуқи җәмийитиниң рәиси уғур йилдирим: “истанбул ортакөйдики террорлуқ һуҗуми җинайәтчисиниң тутулуши җәрянида, чечән вә уйғур мусапирлири кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә учриди, җәмийитимизгә бу һәқтә келиватқан әрз-шикайәтләр һәр күни ешиватиду” деди.

Анадолу агентлиқиниң хәвиригә асасланғанда, хәлқара мусапирлар һоқуқи җәмийитиниң рәиси уғур йилдирим җәмийәтниң фатиһ районидики мәркизидә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүп, түркийәгә панаһлиниш мәқситидә кәлгән чечән вә уйғурларниң җәмийәткә қиливатқан әрз-шикайәтлириниң ешиватқанлиқини билдүргән. У җәмийәткә әза халисанә адвокатларниң сақчиханиларда тутуп турулуватқан өзбек, чечән вә уйғур мусапирларниң әһвалини тәкшүргәнликлирини әскәртип: “муһим болғини, юртлириға қайтуруветиш тохтитилиши керәк. Бир кишиниң хата һалда қайтуруветилиши, биз үчүн ейтқанда, пүтүн инсанийәтниң өлүми билән охшаш. Қайтуруветиш-орнини толдурғили болмайдиған хата йол һесаблиниду. Түркийәдә панаһланған бу бичарә кишиләрниң пәрядлириға қулақ селиңлар” дегән.

Бир қанчә күндин бери, истанбулниң зәйтинбурну районидики бир ашханида қолға елинған икки уйғур ататүрк айродрмида қайтуруветилиш пәйтидә, уйғур җәмийәтлириниң арилишиши нәтиҗисидә қайтурулуштин сақлинип қалған иди.

Йеқинда түркийиниң һәр қайси шәһәр, районлири 52 миң сақчиниң қатнишиши билән түркийә һузур һәрикити намида йолларға тосақ қуруп, кимлик тәкшүрүш, аптомобил тәкшүрүш елип бармақта. Бу мунасивәт билән, сақчиларниң өткән чаршәнбә күни зәйтинбурнуда тәкшүрүш елип берип ондин артуқ уйғурни тутқун қилғанлиқи билдүрүлди.

Һазир зәйтинбурну сақчи идарисида 8 уйғурниң тутуп туруливатқанлиқи билдүрүлгән болсиму, уларниң немә сәвәбтин тутулғанлиқи билдүрүлмиди.

Һөр шәрқий түркистан мунбири мәсилиһәт кеңәш йиғини ечилди

2-Айниң 1-күни чаршәнбә күни истанбулда һөр шәрқий түркистан мунбири намида мәслиһәт кеңәш йиғини өткүзүлди. Йиғинға дуня уйғур қурултейиниң муавин рәиси сейит тумтүрк, шәрқий түркситан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан, шәрқий түркистан вәхпиниң вәкили тибәт йүҗә түрк, шәрқий түркистан яшлар вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси илһан туранли, явроасия вәхпидин абдуҗелил туран қатарлиқ 8 тәшкилатниң рәһбәрлири қатнашти.

4 Саәт давам қилған йиғинда түркийидики уйғурларниң дүч келиватқан мәсилилири оттуриға қоюлди вә тутуливатқан уйғурларниң хитайға қайтурулмаслиқи үчүн чарә тепиш тоғрисида музакирә елип берилди.

Биз бу йиғин тоғрисида вә түркийидики уйғурларниң йеқиндин буян дүч келиватқан қийинчилиқ мәсилилири тоғрисида дуня уйғур қурултейиниң муавин рәиси сейит тумтүрк вә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан билән сөһбәт елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.