Бүгүн түркийәдики 2 чоң телевизийә уйғур мәсилисигә орун бәрди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2017.01.17
tumturk-istanbul-hujum-tv.jpg Д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди “қанал а” телевизийәсидә волқан назлилар тәйярлап сунған “иштә хәвәр” программисида. (Телевизийә программисидин сүрәткә елинған) 2017-йили 17-январ, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Бүгүн 1-айниң 17-күни түркийә дөләт телевизийәси “т р т авази” билән шәхси телевизийәләрдин бири болған “қанал а” телевизийиси уйғур мәсилисигә орун бәрди.

1-Айниң 1-күни истанбулдики реина кәчлик кулубиға бесип киргән террорчи аптоматик қорал билән кишиләргә оқ чиқирип, 39 адәмни өлтүргәндин кейин түрк ахбаратлирида қатилниң оттура асиялиқ икәнлики илгири сүрүлүп, буниң қирғиз, өзбек вә уйғур болуш еһтимали барлиқи дейилгән иди.

1-Айниң 16-күни қатил истанбулниң әсәнюрт районида тутулди. Истанбул валийси васфи шаһин бу һәқтә мухбирларға бәргән баянатида террорчиниң өзбекистанда 1983-йили туғулған, афғанистанда тәрбийәләнгән абдуқадир машарипоф исимлик террорчи икәнликини ашкарилиғандин кейин “т р т аваз” телевизийәси билән “қанал а” телевизийәси уйғур мәсилисигә орун бәрди.

Телевизийә программиси риясәтчиси гөкчән оган ханим тәйярлиған нәқ мәйдандин тарқитилидиған “дәтай 13” намлиқ программиға тәклип бойичә чиққан дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди, гөкчән оган ханимниң уйғурларниң һазирқи вәзийити, хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сиясити, уйғур аммиви тәшкилатлириниң реина кулубиға бесип кирип 39 кишини етип өлтүргән қатил ениқланғандин кейин немиләрни ойлаватқанлиқи, түркийәдики мусапир уйғурларниң һазирқи вәзийити тоғрисидики соаллириға җаваб бәрди.

Сейит түмтүрк әпәнди, уйғур хәлқиниң тинчлиқ сөйәр бир хәлқ икәнликини, зораванлиққа вә террорға қарши икәнликини, реина ресторанида 39 кишини етип өлтүргән қатил тутулғандин кейин бираз тәсәлли тапқанлиқини, уйғур хәлқиниң террорға ләнәт оқуйдиғанлиқини тәкитлиди.

У, йәнә бүгүн чүштин кейин саәт 4 тә “қанал а” телевизийәсидә волқан назлилар тәйярлап сунған “иштә хәвәр” программисиға чиқти.

Волқан назлилар әпәнди программини башлап: “османли империйәси башқа империйәләргә охшашла тарихқа ғәрқ болди. Османли дөлити вәтәндеши болған нурғун қериндишимиз игисиз қалди. Түркийә дөлити бу қериндашлиримизниң мәсилилиригә әмдиләрдә көңүл бөлүшкә башлиди. Уйғур түрклири бесимни йиликлиригичә һес қиливатқан қериндашлиримиздур. Уйғурларниң дәрдигә дәрман болуватқан бир шәхс дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди һазир йенимда, хош кәпсиз”, дегәндин кейин сейит түмтүрк әпәнди билән сөһбәтни башлиди. 20 Минут давамлашқан телевизийә программисида сейит түмтүрк әпәнди нуқтилиқ һалда хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесими тоғрисида тохталди.

Телевизийә программиси түгигәндин кейин биз сейит түмтүрк әпәндигә телефон қилип телефон сөһбити елип бардуқ. У, телевизийә уйғурларниң диний етиқадиниң мөтидил икәнликини баян қилди.

Сейит түмтүрк “т р т аваз” вә “қанал а” телевизийә программилирида хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан хата сиясити вә дөләт террори арқилиқ уйғурларниң динда хата йолға киришигә сәвәб болғанлиқини аңлатқанлиқини баян қилди.

Телевизийә программилирини көргән журналист азатҗан буғра әпәнди уйғур мәсилиси түркийәниң күн тәртипидин чүшүп қалай дегәндә, бири хәлқарада, йәнә бири түркийәдә тарқитилған икки телевизийә программисида мәсилиниң күн тәртипкә келишиниң зор әһмийәткә игә икәнликини баян қилди.

Азатҗан буғра әпәнди иккила телевизийә программисиниң вақтиниң узун болғанлиқи вә уйғурларниң муһим мәсилилириниң асасән тонуштурулғанлиқини баян қилди.

Түркийә дөләт телевизийиси болған “т р т авази” оттура асия түркий җумһурийәтлири вә сабиқ югославийә һәм рус федератсийәси ичидә яшаватқан түркий милләтләргә қарита тарқитиливатқан телевизийә қанилидур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.