Торонтода намайиш: барин шеһитлирини һәргиз унутмаймиз!
2014.04.06
Мушу айниң 5 - куни канаданиң торонто шәһиридә яшаватқан бир қисим уйғурлар барин вәқәсиниң 24 йиллиқини хатириләп торонтодики хитай консулханиси алдида намайиш өткүзди.
Әнә шу барин шәһидлирини хатирләш үчүн елип берилған торонто шәһиридики бу намайиш, уйғур канада җәмийитиниң муавин рәиси адил аббас қатарлиқлар тәрипидин уюштурулған болуп, у бу қетимқи намайишниң әһмийити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “барин шеһидлирини хатирләп намайиш қилиш интайин муһим әһмийәткә игә, чүнки барин һәрикити, уйғурларниң 90 - йилларниң дәслипидики шәрқи түркистан мустәқиллиқ һәрикитиниң башлинишиниң бәлгиси..”
Намайишчилар: “бизгә мустәқиллиқ керәк! шәрқий түркистанға демократийә керәк, бизгә әркинлик керәк, барин шеһидлирини һәргиз унутмаймиз!” дегәндәк шоарларни товлап өзлириниң қаттиқ наразилиқини билдүрди.
Канадаға йеңидин олтурақлишип торонто шәһридә тунҗи қетим намайиш қилиш пурситигә игә болған таһир әпәндим нәқ мәйданда оз тәсиратини билдүрүп мундақ деди: “мән бүгүн торонтода хитай консулханиси алдида хитай һөкүмитигә қаршилиқ билдүрүп намайиш қиливатқанлиқимдин интайин һаяҗанландим. Лекин мән торонто шәһиридә наһайити коп уйғурлар яшайду дәп аңлиған идим, һәммәйләнниң бу намайишқа толуқ қатнашмиғанлиқидин әпсусландим. Чәтәлләрдә биз ашу шеһидлиримизниң җан пида қилғанлиқи бәдилигә яшаватимиз, әсли улар үчүн тохтимай намайиш қилишимиз, уларни һәргизму унтуп қалмаслиқимиз, намайишларға һәммимиз қатнишишимиз керәк иди.”
Намайиш чүштин кейин саәт 2 дин 4 кичә давамлашти.