Милләтчи һәрикәт партийәсиниң қәйсәридики чоң йиғилишида йүзлигән көк байрақ ләпилдиди
2015.05.26
6 - Айниң 7 - күни түркийәдә өткүзүлидиған парламент әзалири сайлимидин бурун сайламға қатнишидиған партийәләр түркийәниң 81 вилайитидики чоң мәйданларда хәлқни йиғип, өз партийәсиниң сайланса иҗра қилидиған сиясәтлири, хизмәт пиланлири, партийәсиниң низамнамилирини аңлатмақта. Буни пурсәт дәп билгән шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири вә амма қоллириға ай юлтузлуқ көк байрақни елип, мәйданларға чиқип өз дәвасини аңлатмақта.
5 - Айниң 23 - күни қәйсәридә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң мәсуллири 300 әтрапида уйғурни елип, қәйсәри шәһиридики хәлқ мәйданида өткүзүлгән миллийәтчи һәрикәт партийәсиниң чоң йиғилишиға қатнашти. Йиғилиш онлиған телевизийә қаналлири арқилиқ нәқ мәйдандин тарқитилди. Миллийәтчи һәрикәт партийәси рәиси дәвәләт бағчәли әпәнди вә йиғин риясәтчиси хәлққә қилған сөзидә уйғур мәсилисиниму тилға елип өтти. Биз бу йиғилиш тоғрисида техиму тәпсили мәлумат игиләш үчүн сейит түмтүрк әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
У, миллийәтчи һәрикәт партийәсиниң бу йиғилишиға 150 миң әтрапида кишиниң қатнашқанлиқиниң пәрәз қилиниватқанлиқи, уйғурларниң бу йиғилишқа қатнишиш арқилиқ партийәгә болған рәһмитини ипадилисә йәнә бир тәрәптин шәрқий түркистан дәвасини, шәрқий түркистанниң ай юлтузлуқ көк байриқини йүз миңлиған кишигә, телевизийә арқилиқ милйонлиған кишигә тонутуш пурситигә игә болғанлиқини ейтти.