Мисирда ғайиб болған 16 уйғурниң бири мәмәтҗан әмәтни хитай өзи оқушқа әвәткән

Мухбиримиз гүлчеһрә
2018.04.11
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
misirda-uyghur-muhemmetjan-emet-kenishke.jpg Мисирда ғайиб болған 16 уйғурниң бири, хитай өзи оқушқа әвәткән муһәммәтҗан әмәтниң оқуғучилиқ кинишкиси.
Photo: RFA

Қаһирәдики тура түрмисигә қамалғандин кейин ғайиб болған 16 уйғурниң йәнә бири мәмәтҗан әмәтниң салаһийити айдиңлашти.

Бултур 4-июл күни кечидә мисир сақчилири тәрипидин өйидин тутуп кетилгән мәмәтҗан әмәт, әзһәргә хитай һөкүмитиниң дөләт хираҗити билән оқушқа әвәтилгән оқуғучиларниң бири. У тутулғанда 80 күнлүк бовиқи билән қалған аяли таки алдинқи айғичә, мисирдики түрмиләрни арилапму ериниң из-дерикини алалмиған.

Мисирдики тура түрмисидин ғайиб болған 16 уйғурниң кимлики һәққидә, мисирдики тутқундин қечип түркийә вә башқа дөләтләрдә панаһлиниватқан уйғурлар арқилиқ ениқлашлиримиз давамида, бултур язда мисир даирилириниң туюқсиз тутқуниға учриған вә тура түрмисидин 2017-йили, 1-сентәбирдин башлап ғайиб болған оқуғучилар ичидә, һәтта хитай тәрипидин дөләт хираҗити билән оқушқа әвәтилгән уйғур оқуғучиларниңму барлиқи оттуриға чиқмақта.
Мисирдики тутқун башлиништин бурун түркийәгә келивалған әзһәр университети оқуғучилиридин үмид муҗаһирниң бәргән учурлиридин, тура түрмисидин ғайиб қилинған шундақла хитайға өткүзүп берилгәнлики илгири сүрүлүватқан бу уйғурларниң ичидә йәнә, үрүмчидики ислам институтини пүттүргәндин кейин, хитайниң дөләт хираҗити билән әзһәр университетиға оқушқа кәлгән мәмәтҗан әмәтниңму барлиқи мәлум болди.

Биз йәнә униң йеқинда мисирдин түркийәгә кәлгән аяли билән алақилишиш пурситигә игә болдуқ. Мәмәтҗанниң аялиниң сөзләп беришичә, мисир сақчилири уни 2017-йили, 4-июл уйғур оқуғучиларға қарита туюқсиз тутқун башлиған тунҗи күни кечидә, өйидин тутуп кәткән. Сақчилар улар олтурушлуқ бинадин төт уйғурни бирақла тутқун қилған икән.

Мәмәтҗан әмәт бу йил 25 яшта болуп, у қәшқәр шәһәр ават йезисидин. У, 2008-йилидин 2013-йилғичә үрүмчидики ислам институтини оқуп пүттүргән. 2016-Йили хитай һөкүмити чәтәлгә оқушқа чиқарған оқуғучилар қатарида мисир әзһәр университетиға оқушқа кәлгән.

Мәмәтҗан аяли билән ахирқи қетим өткән йили 1-сентәбир тура түрмисидин телефон арқилиқ алақә қилған, түрмидин қоюп берилгән башқа уйғур оқуғучиларниң униңға дейишичә, сақчилар шу күни йерим кечидә, мәмәтҗан қатарлиқ қизил гуруппиға айрилған 16 уйғурни бешиға қара халта кийдүрүп түрмидин елип чиқип кәткән.

Мисирдики кишилик һоқуқ адвокати иззәт ғәний вә башқа уйғурлар билән биргә мисирдики түрмиләрни арилапму ерини тапалмиғанлиқини баян қилған мәмәтҗанниң аяли, бир ай илгири мисирдики һаятниң қийинчилиқидин түркийәгә келишкә мәҗбур болған икән. Һазир бу 22 яшлиқ яш ана бир яшлиқ қизи билән мәмәтҗанниң хәвирини үмид билән күтүп яшимақта икән. Мәмәтҗанниң юрттики ата -ана уруқ туғқанлири хитай тәрәптин униң из -дерикини қиливатқан болуп, уларму охшашла мәмәтҗанниң хитайға қайтуруп келингәнлики һәққидә хәвәр алалмиған, шуңа униң аяли мәмәтҗан йәнила мисирда болса керәк дегән үмидтә икән.

Тура түрмисидин қоюп берилгән уйғурлар, 2017-йили 1-сентәбирдин башлап, тура түрмисидин йөткәлгәндин тартип, таки һазирғичә хәвири болмайватқан уйғурлар қатарида, абдуғопур әһмәд, елясҗан рахман, ширәли ширзат, нурмәмәт обул, шәһидулла җалалидин, абдувәли, османҗан, мәһмуд, адил һашим, абдурәқип, әкбәр осман, абдуезиз, осман, абдуғупур, мәһмуд һаҗи қатарлиқ исимларни тәмин әткән иди. Мәмәтҗан әмәтниң исмиму нөвәттә бу ғайиблар тизимликидин орун алди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.