Норвегийәдики өктичи партийә әмәлдарлири хитай зияритидин илгири уйғурлар әһвалини игилиди

Мухбиримиз меһрибан
2018.08.29
norwegiye-sotsiyalistik-solchilar-partiyesi-uyghur-mesilisi.jpg Норвегийә сотсиялистик солчилар партийәси лидери аудун лйсбаккән әпәнди норвегийә уйғур комитет рәиси бәхтияр өмәр(оңда) һәм комитет катипи адилҗан абдурәһим(солда) қобул қилди. 2018-Йили 28-авғуст.
RFA/Méhriban

Мәлум болушичә, норвегийә парламентиниң ташқи ишлар комитети вә дөләт мудапиә комитетиниң юқири дәриҗилик әмәлдарлириниң хитай зиярити 28-авғуст башланған. 5 Чоң партийиниң рәһбәрлиридин тәркиб тапқан бу өмәктики, норвегийә сотсиялистик солчилар партийәсиниң рәһбири аудун лйсбаккен әпәнди хитай зияритидин илгири норвегийә парламент бинасида норвегийә уйғур комитети әзалиридин комитет рәиси бәхтияр өмәр, комитет катипи адилҗан абдуреһим билән көрүшүп, улардин нөвәттики уйғур вәзийити һәққидә әһвал игилигән.

Бәхтияр өмәр әпәндиниң радийомизға билдүрүшичә, улар норвегийә сотсиялистик солчилар партийәсиниң рәһбири аудун лйсбаккен әпәнди билән көрүшкәндә, униңға уйғур дияридики җаза лагерлириға қамалған уйғурлар тоғрисида мәлумат бәргән. Униңдин башқа, норвегийәдә яшаватқан уйғурларниң үзлүксиз һалда хитай сақчилириниң паракәндә қилишиға учраватқанлиқи, норвегийәдики уйғурларниң хитайниң җаза лагерлириға қамалған уруқ-туғқанлири һәққидики учурлар вә җаза лагерлириға қамалғанлиқи илгири сүрүлүватқан уйғур сәрхиллириниң әһвали тоғрисида тәйярланған доклатни сунған.

Комитет рәиси бәхтияр өмәр әпәндиниң билдүрүшичә, улар йәнә аудун лйсбаккен әпәндидин бу қетимқи хитай зиярити мәзгилидә, хитай һөкүмити тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған, бу йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиға көрситилгән 300 намзатниң бири болған, хәлқарада тонулған уйғур зиялийси илһам тохтиниң нөвәттики әһвалини сүрүштүрүшниму тәләп қилған.

Норвегийә уйғур комитетиниң илгирики йиллардики рәиси, нөвәттә мәзкур комитетниң мәслиһәтчисилик вәзиписини өтәватқан сәмәт абла әпәндиму мәзкур учришишниң норвегийәдики уйғур тәшкилатиниң бу йилларда елип барған уйғур дәвасини аңлитиш тарихидики хушаллинарлиқ бир нәтиҗә дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Норвегийә уйғур комитетиниң катипи адилҗан абдуреһим әпәндиму радийомиз зияритини қобул қилип, бултур йеңи нөвәтлик норвегийә уйғур комитети һәйити қурулғандин буян, мәзкур комитетниң норвегийәдики һөкүмәт органлири вә һәрқайси партийәләр һәм норвегийәдики мәтбуатлар билән йеқиндин алақә орнитип, нөвәттики уйғур вәзийитини аңлитиш йолида ишлигән хизмәтләрни аңлатти. 

Бәхтияр әпәндиниң билдүрүшичә, 27-авғуст күни йәнә норвегийәдики тәсири чоң болған бирқанчә таратқуларниң мухбирлириниң норвегийә уйғур комитети әзалирини зиярәт қилип, нөвәттики уйғур вәзийити һәққидә әһвал игилигән.

28-Авғуст күни норвегийәдики нопузлуқ таратқулардин “бүгүнки норвегийә” гезитидә “парламент әзалириниң хитай зияритидин илгири шинҗаң һәққидики партлиғуч хәвәр” намлиқ тәпсилий хәвәр елан қилинди. Мәзкур хәвәрдә норвегийә парламент әзалириниң хитай зияритидин илгири норвегийәдики уйғур паалийәтчилиридин хитайниң җаза лагерлириға қамалған бир милйондин артуқ уйғурниң вәзийити тоғрисида әһвал игилигәнлики хәвәр қилинди.

Мәзкур гезит хәвиридә норвегийә уйғур комитетиниң катипи адилҗан абдуреһим әпәндиниң сөзлири нәқил елинип, норвегийәдики уйғур сиясий паалийәтчилириниң, норвегийә парламент әзалиридин тәркиб тапқан мәзкур өмәкниң хитай зиярити мәзгилидә, уларниң хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойғанда нөвәттә җаза лагерлириға қамалған бир милйондин артуқ уйғур вәзийитигә алақидар конкрет мәсилиләрни тилға елишни алаһидә тәләп қилғанлиқи тәкитләнгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.