Қәйсәридики уйғурлар шәһәр башлиқи мәһмәт үз һасикиниң қайта сайланғанлиқини тәбриклиди
2014.04.25
Қәйсәридә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси сейит түмтүрк әпәнди вә тәшкилатниң башқуруш һәйәт әзалиридин болуп 10 кишидин тәркип тапқан һәйәт 22 - апрел күни қәйсәри шәһәр башлиқи мәмәт өзһасәки әпәнди билән қоҗасинан районлуқ һөкүмәтниң башлиқлиқиға йеңи сайланған иляс йилидиримни ишханисида зиярәт қилип тәбриклиди.
30 - Март күни түркийәдә өткүзүлгән шәһәр башлиқи сайлимида мәһмәт өзһасәки әпәнди қәйсәри шәһәр башлиқлиқиға қайта сайланған, мустафа чәлик қоҗасинан районлуқ һөкүмәт башлиқлиқиға сайланған иди.
Уйғурларни ишханисида қизғин күтивалған қәйсәри шәһәр башлиқи мәмәт өзһасәки әпәнди улардин уйғурларниң һазирқи вәзийитини, тайланд вә малайшия қатарлиқ җайларда қейин вәзийәттә туруватқан уйғурларниң әһвалини сориди. Һәйәт әзалири бу һәқтә тәпсилий мәлумат бәрди.
Улар уйғур мәһәллисиму башқуруш даирисидә болған қәйсәри қоҗасинан районлуқ һөкүмәт башлиқи мустафа чәлик әпәндигә қәйсәридә уйғурлар олтурақлашқан мәһәллиниң бәзи мәсилилири тоғрисида мәлумат бәрди. У, уйғур мәһәллисиниң мәсилилирини һәл қилип беридиғанлиқини деди.
Уйғурлар һәр икки башлиққа мәзкур тәбрик зияритиниң хатириси үчүн көкбайрақ журнили билән уйғур допписини соғат қилди.
Қәйсәридә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси сейит түмтүрк әпәнди түркийә дөлити 50 йил бурун 150 уйғур аилисини қәйсәри шәһәригә җайлаштурғанда уйғур мәһәллисиниң шәһәр сиртида икәнликини, 50 йилдин бери қәйсәри шәһириниң кеңийишигә әгишип бу мәһәллиниң шәһәр оттурисиға келип қалғанлиқини, йәр - земинниңму бәкла қиммәтлишип кәткәнликини, уйғур мәһәллисигә игиз биналар чүшсә уйғурлар иқтисадий җәһәттин көтүрүлсиму, уйғурлар түркләр билән арилишип яшиған тәқдирдә, уйғурларниң түрклишип кетидиғанлиқини, уйғурларниң өз мәдәнийити вә өрп - адәтлирини қоғдап қелиш үчүн бир пилан түзүп шәһәр башлиқиға бәргәнликини, бу һәқтики тәләплирини шәһәр башлиқиға ейтқанлиқини деди. У йәнә, бу һәқтә шәһәр башлиқи билән район башлиқиниң қолидин кәлгән қолайлиқни яритип беридиғанлиқини ейтқанлиқини әскәртти.
Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башқуруш һәйити әзаси абдулқадир әпәнди қәйсәри шәһәр башлиқиниң бурундин тартип уйғурларға көңүл бөлүп келиватқан киши икәнликини, бундин кейинму яхши ишларни қилидиғанлиқиға ишәнчиси камил икәнликини ейтти.