Қәйсәри вилайәтлик диний ишлар идариси башлиқи шәрқий түркистан қуран курсини зиярәт қилди
2015.05.22

5 - Айниң 22 - күни қәйсәри түркистан мәһәллисидики уйғурлар ачқан қуран курсиға ярдәм йиғиш үчүн йимәк йәрмәнкиси өткүзүлди. Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң бағчисида өткүзүлгән йәрмәнкидә уйғурларниң һәр хил тамақлирини кишиләргә сетип чүшкән пул шәрқий түркистан қуран курсиға берилди.
Шәрқий түркистан қуран курси үчүн өткүзүлгән бу паалийәткә қәйсәри вилайәтлик диний ишлар идариси башлиқи ғалип қочәр әпәнди, қоҗасинан районлиқ диний ишлар идариси башлиқи яһя чанқая әпәндиләрму қатнашти. Қәйсәридә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити 8 йилдин бери қәйсәри диний ишлар идарисиниң һимайә қилиши билән қуран курси ечиватқан болуп, бу курсқа тәтилдә уйғур оқуғучилар, башқа вақитларда чоңлар қатнашмақта. 1987 - Йили қәйсәригә келип олтурақлашқан бир уйғур аял бу курсқа қатнишиш арқилиқ нурғун диний мәлуматқа игә болғанлиқини баян қилип өтти.
Қәйсәри диний ишлар идариси башлиқи ғалип қочәр әпәнди зиярәт қилиштики мәқсити тоғрисида тохтилип мундақ деди:
- Бу йәрдә қуран курси вә түркистан җамисиниң һәмкарлишиши билән кәрмәс өткүзиливатиду. Һәммәйлән қилған тамақлирини елип келип бу йәрдә тарқитиватиду. Бизму җүмә намизидин кейин бу йәргә кәлдуқ. Мән уйғурларни яхши тонуймән. 7 - 8 Йилдин бери қәйсәридә вәзипә өтәватимән. Шәрқий түркистанлиқ уйғурларниң бизниң көңлимиздә алаһидә орни бар.
У, уйғурларниң наһайити яхши кишиләр икәнликини, өзиниң уйғурларниң ислам динини яхши өгиниши үчүн көп ярдәм қиливатқанлиқини баян қилип мундақ деди:
- Уйғурлар билән наһайити яхши мунасивитимиз бар. Һәм мусулман, һәм түркий милләт болғачқа, башқичә яхши болидикән. Һечқандақ мәсилимиз йоқ. 1965 - Йилидин тартип қәйсәридә уйғурлар бар. Өткән йили малайшия вә тайланд арқилиқ 1000 әтрапида уйғур кәлди. Уларға мәсчит вә мәктәп селип бәрдуқ. Һазир наһайити бәхтлик турмуш көчүриватиду.
Түркийәгә кәлгән уйғурлар хитай һөкүмитиниң динини чәклигәнликини илгири сүриватиду, сиз қандақ қарайсиз? дегән соалға у мундақ җаваб бәрди:
- Худа кишиләрни әркин яратти. Инсанлар яшаш, мал мүлккә игә болуш вә динға етиқад қилиш әркинликигә игә. Буни дуняда һечқандақ адәмниң чәклимәслики керәк. Ким чәклисә, у залим болиду. Аллаһ бу залимларни кәчүрмәйду. Биз уйғур қериндашлиримизға дуа қилимиз. Аллаһ уйғур қериндашлиримизни балдуррақ әркинликкә ериштурсун.
8 Йилдин бери, қәйсәри уйғур мәһәллисидики қуран курсида дәрс бериватқан шәнгүл ханим, қуран курси тоғрисида мәлумат берип мундақ деди:
- Һазир бизниң 30 кишидин тәркип тапқан бир синипимиз бар. Мән бирла оқутқучи дәрс бериватимән. Улар қуран вә диний мәлуматларни өгәнди. Бир һәптидин кейин курсни пүттүрүп дипломлирини алиду. 6 - Айдин башлап оқуғучиларға курс ачимиз, 9 - айда қайта чоңларға қуран вә диний мәлуматларни өгитимиз. Қиш курсиға кәлгән оқуғучилар 18 яштин 75 яшқичә, буларниң һәммиси һазир қуран оқушни өгинип болди. Һәр курс пүтәй дегәндә мушундақ кәрмәс - йәрмәнкә ечип, сетилған йимәкләрниң пулини қуран курсға ианә қилимиз.
Биз бу паалийәт һәққидә техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн бу паалийәткә қатнашқан айшәм хан билән сөһбәт елип бардуқ.