Қирғизистандики яш челишчи рустәм рәһмитулла шәрәп қучти
2015.12.18

Бу йил өктәбир ейиниң 28 - , 29 - күнлири иран пайтәхти теһранда өткүзүлгән “гирик - рим” түри бойичә хәлқаралиқ яшлар челишиш мусабиқисидә қирғизистан командиси омуми нумур бойичә биринчиликкә еришкән.
Бу қетимқи мусабиқигә қирғизистандин сәккиз маһир қатнашқан болуп, буларниң ичидә 18 яшлиқ уйғур йигити рустәм рәһмитулла 74 килогирамлиқлар бойичә иккинчиликкә еришип күмүш мидал билән мукапатланған.
Рустәм рәһмитулла бишкәктики “бүркүт” тәнтәрбийә кулубиниң әзаси болуп, бу тәнтәрбийә кулубини уйғур карханичи сидиқҗан йүсүпғуҗа әпәнди 2003 - йили қурған иди.
Қирғизистан командисиниң баш мәшқавули пәрһад һошур әпәнди бу йил теһранда өткүзүлгән хәлқаралиқ яшлар челишиш мусабиқиси һәққидә тохтилип мундақ диди: “бу йилқи хәлқаралиқ мусабиқидә бизниң қирғизистан командиси биринчиликкә еришти. Командимизниң әзаси рустәм рәһмитулла мусабиқидә үч маһирни йәңди. У 2014 - йили тайландта өткүзүлгән челишиш мусабиқидә 69 килограмлиқлар бойичә асия чимпийони болған. Әгәр рустәм өз талантини җари қилдуруп техиму тиришчанлиқ көрсәтсә, кәлгүсидә дунявий мусабиқиләргә қатнишип яхши нәтиҗиләргә еришиду дәп қараймән.”
Рустәм рәһмитулла сәккиз йешидин тартипла “бүркүт” тәнтәрбийә кулубида чениқишни башлиған болуп, униң атиси сабит әпәнди кулубтики устазларниң кәспи җәһәттә қаттиқ тәләп қоюп тәрбийәлиши нәтиҗисидә оғлиниң он йилдин буян яман әмәс нәтиҗиләргә еришкәнлики һәмдә оғлидин күтидиған үмидлири һәққидә мунуларни билдүрди: “мән оғлумни кәлгүсидә ярамлиқ бир тәнһәркәтчи болсун дәп сәккиз йешида мушу кулубқа елип кәлгән идим. Он йилдин буян устазлириниң тәрбийәлиши билән хели яхши нәтиҗиләргә еришти. Мән униң йәниму тиришип техиму зор утуқларға еришишини үмид қилимән.”
“бүркүт”тәнтәрбийә кулубиниң қурғучиси сидиқҗан әпәнди мушундақ бир тәнтәрбийә кулуби қуруштики ой - мәқсәтлири һәмдә кәлгүсидики иш - пиланлири һәққидә тохтилип мундақ диди: “мән яшлиримизни яман йолларға кирип кәтмисун дәп бу кулубни қурған. Кулубимизда қирғизистандики мусабиқиләрдә чимпийон болғанлар вә асия чимпийони болғанлар бар. Рустәм рәһмитулла 2013 - йили моңғулийәдә болған мусабиқидә 64 килогирамлиқлар бойичә асия чимпийони болған. Һазир биз яшлиримизни қаттиқ мәшиқ қилдуруп, 2016 - йили биразилийәдә өткүзүлидиған хәлқаралиқ олимпик мусабиқисигә қатнишиш үчүн тәйярлиниватимиз.”
Йеқинқи йиллардин буян “иттипақ” җәмийитиниң тәшәббуси вә уюштуруши һәмдә уйғур җамаитиниң зор күч билән қоллап - қувәтлиши, милләтпәрвәр тиҗарәтчи, содигәрләрниң иқтисади җәһәттә яр - йүләк болуши нәтиҗисидә, уйғур яшлири арисида тәнтәрбийәниң һәр қайси түрлири бойичә көплигән мунәввәр тәнһәрикәтчиләр йетишип чиқти. Нөвәттә қирғизистандики путбол, бокс, гимнастика, челишиш қатарлиқ һәр түрлүк тәнтәрбийә кулублириға әза болған уйғур яшларниң сани нәччә йүзгә йетиду.
“бүркүт” тәнтәрбийә кулуби қирғизистандики тонулған тәнтәрбийә соруни болуп, һазир бу кулубниң уйғур, қирғиз, рус, өзбек қатарлиқ милләтләрниң тәнтәрбийә маһирлиридин болуп 300дин көп әзаси бар.
10 - , 11 - дикабир күнлири бишкәк шәһириниң “ғуҗамқул”намидики тәнтәрбийә сарийида өткүзүлгән қирғизистанниң 2015 - йиллиқ челишиш мусабиқисидә “бүркүт” тәнтәрбийә кулубиниң әзалиридин икки маһир 130 килогирамлиқлар вә 100 килогирамлиқлар бойичә чимпийонлиққа, йәнә икки маһир 74 килогирамлиқлар вә 69 килогирамлиқлар бойичә иккинчиликкә еришти.