Қирғизистандики уйғурлар норуз байримида тәнтәнә қилди
2017.03.21

Қирғизистанда норуз байрими мунасивити билән дөләт буйичә шәһәр, йезиларда тәнтәнилик паалийәтләр өтти. Пайтәхт һөкүмити вә қирғизистан хәлқи ассамбилейәси тәрипидин бишкәк шәһириниң мәркизий мәйданида тәбрикләш паалийәтлири өткүзүлди. Шундақла миллий таамлар көргәзмисидә, “иттипақ” җәмийити аяллар кеңиши һәр хил уйғур таамлирини тәйярлап зиярәтчиләргә икрам қилишти, “юлтуз” усулчи қизлар топи нәпис уйғур усуллирини орунлап беришти.
Кәңбулуң йезисиниң уйғур аяллар җамаити башчилиқидики пүтүн йезидики һәр милләт хәлқи, уйғур җамаитиниң актип әзаси нураминәм исмаилованиң өй, қорасида норуз мәрикиси өткүзди. Улар, 20-март күни әтигәндин башлап хәтмә қуран қилип, сүмәләк пишурушқа башлиди. Сүмәләк норузниң дәсләпки бишарити болғанлиқидин, бу таам үчүн буғдайни бир нәччә күн бурун үндүрмә қилиш керәк. Сүмәләк буғдийиға мәсул болған турсунай кадирува бу һәқтә мундақ деди: “буғдайни йүйүп тазилидуқ, күнгә йейип қоруттуқ, су қуюп турған идуқ, андин, буғдайни үндүрүп, ун билән әздуқ, 1 кило буғдайға 3 кило ун қошуп, шуниң билән сүмәләкни башлидуқ.”
21-Март байрам күни йеза җамаити тәнтәнилик мурасимни башлиди, уйғурчә усул вә нахшилар яңриди. Ана-һәдиләр уйғур хәлқ нахшилирини яңритип усулға чүшити.
Чоңлар дуа қилип аллаһтин тинчлиқ вә саламәтлик тилиди.
Кәңбулуң йезисида биринчи қетим өткүзүлүватқан бу паалийәттин мәмнун болған меһманлар аяллар кеңишигә разимәнликлирини баян қилшти һәмдә байрамдин кейин җамаәт күч чиқирип йетим-мискинләргә ярдәм қилидиғанлиқини билдүрүшти.