Рабийә қадир ханим вашингтонда өткүзүлгән “студентлар үчүн әркинлик” намлиқ хәлқара конференсийәдә муһим сөз қилди
2016.02.28

27-Феврал, йәни шәнбә күни уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим америка пайтәхти вашингтондики мариот меһманханисида өткүзүлгән 9-нөвәтлик “студентлар үчүн әркинлик” намлиқ хәлқаралиқ конференсийәдә муһим сөз қилди.
Йиғин башлиниши билән риясәтчи аңлиғучиларға рабийә қадир ханимниң қисқичә тәрҗимиһалини тонуштуруп өтти. Андин рабийә ханимни сөзгә тәклип қилди.
Рабийә ханимниң нөвәттә хитай даирилириниң юқири бесимлиқ сиясити астида еғир дәриҗидә сиясий вә иҗтимаий сиқилишларға дуч келиватқан уйғур аяллири вә балилири һәққидики сөзи йиғин қатнашчилирида күчлүк тәсир қозғиди.
Америкиниң һәрқайси университетлиридин кәлгән оқуғучилар рабийә ханимдин уйғур мәсилиси бойичә соаллар сориди.
Йиғинниң ахирида рабийә қадир ханим радиомизниң мәхсус зияритини қобул қилип, өзиниң мәзкур хәлқаралиқ конференсийәгә алаһидә тәклип билән қатнишиштики сәвәблири һәққидә чүшәнчә бәрди.
Рабийә ханим сөзидә икки миңға йеқин йиғин қатнашчилириниң америкидики әң актип студентлар икәнликини, уларниң кәлгүсидә америка вә дуняниң сиясий сәһнисидә муһим орунларни тутидиғанлиқини, бүгүнкидәк бундақ хәлқаралиқ сәһнидә уларға уйғур мәсилисини аңлитишниң интайин зөрүрлүкини тәкитләп өтти.
Бүгүнки конференсийәдә рабийә ханимниң сөзини нәқ мәйданда инглизчиға тәрҗимә қилған америка уйғур җәмийитиниң рәиси алим сейтоф әпәнди зияритимизни қобул қилип мундақ деди:
“‛студентлар үчүн әркинлик‚ намлиқ дуняви тәшкилат америкида һәр йили бир қетимдин дуняви конференсийә өткүзүп, яшлар вә алий мәктәп оқуғучилириниң әркинлик вә демократийә истикини намаян қилиду. Бу қетим рабийә ханим алаһидә тәклип билән мәзкур йиғинда уйғур мәсилисини аңлатти. Бу америка вә дуняниң кәлгүси сиясий сәһнисидә актип ролларни алидиған яшларға уйғурларни тонуштурушта муһим бир сәһнә болуп қалиду.”