Рабийә қадир ханим : норуз хасийити уйғурларға үмид бәхш әткүси
2015.03.20

Ихласмәнлиримизни норуз хасийити билән қутлуқлаймиз. Уйғурларниң мушундақ қутлуқ байрам күнлиридә болупму йеңи арзу вә арманларға толған йил беши норузда уйғур миллий давасиниң йетәкчиси, уйғурларниң мәниви аниси рабийә қадир ханим мәйли қайси җайда паалийәттә болмисун радийомиз арқилиқ дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурларға норузлуқ отлуқ саламлирини вә изгү - тиләклирини йәткүзүшни унтуп қалмайду. Бүгүн норуз байрими мунасивити билән зияритимизни қобул қилған рабийә ханим барлиқ уйғурларниң норуз байримини тәбриклиди.
Вәтини шәрқий түркистан вә уйғур хәлқиниң әркинлики үчүн барлиқини беғишлиған, қан төккән әзимәтләргә алий еһтирам билдүридиғанлиқини, уларниң аилисидин чоңқур һал сорайдиғанлиқини билдүрди шундақла өткән бир йилни “уйғурларниң әркинлик күрәш йолида һәммидин көп пидакарлиқ көрсәткән, қан төккән шундақла һәммидин шиддәтлик бастурушқа учриған бир йил болди. Дуняға уйғурларниң ойғанғанлиқи техиму рошән намаян болған бир йил болди” дәп хуласилиди. Ахирида рабийә қадир ханим йәнә, барлиқ уйғурларни йеңи йилни үмидлик күтүвелишқа чақирди.
Нөвәттә мухбиримиз гүлчеһрәдин рабийә қадир ханимниң норузлуқ тиләклирини аңлиғайсиләр.