Д у қ рәиси рабийә қадир ханим голландийәдики өткүнчи зияритидә җумһурийәт байримини тәбриклиди
Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2016.11.11
2016.11.11

Уйғур миллий һәрикити йетәкчиси, дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим пүтүн дунядики уйғурларниң җумһурийәт күнини тәбриклиди.
Рабийә қадир ханим голландийәдики өткүнчи зияритидә голландийидики уйғур тәшкилатлири рәһбәрлири билән учрашқанда қилған тәбрик сөзлирини радио вә телевизийә екрани арқилиқ изһар қилди.
У сөзидә йәнә, нөвәттики вәзийәттә әң қизиқ нуқтиға айланған, америкидики йеңи сайламниң уйғур дәвасиға көрситидиған тәсири вә хәлқара бихәтәрлик тәшкилатиниң башлиқлиқиға бир хитайниң сайлинип қалғанлиқи тоғрилиқму тохтилип өтти.
У сөзиниң ахирида, пүтүн уйғурларға салам йоллаш билән биргә, уйғурларниң келәчики уларниң ички иттипақлиқиға вә өз тиришчанлиқиға бағлиқ икәнликини илгири сүрди.