Түркийәниң самсун вилайитидә уйғур мәсилиси аңлитилди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2015.03.11
turkiye-samsun-uyghurlar-tonutush-paaliyiti.jpg Түркийәниң самсун вилайитидики уйғур мәсилисини тонуштуруш паалийтидин бир көрүнүш
RFA/Erkin Tarim


11 - Март күни түркийәниң шәрқий шималиға җайлашқан самсун шәһиридә “мәзлум җуғрапийәлик районларға сәпәр”мавзулуқ паалийәт өткүзүлди. 3 - Айниң 18 - күни ахирлишидиған 10 күн давамлишидиған паалийәт җәрянида самсун деңизиниң оттурисидики бир кеминиң ичидә езиливатқан мусулман дөләт вә районлардики хәлқләр дучар болуватқан бесим әкс әттүрүлгән рәсимләр қоюлған. Арқидин һәр күни бир езиливатқан мусулманлардин бир киши өз районидики зулумни аңлатмақта.

11 - Март күни уйғурларниң һазирқи вәзийити тоғрисида мәлумат бериш паалийити өткүзүлди. Паалийәткә самсун җаник районлуқ һөкүмәтниң башлиқи осман гәнч әпәнди, самсунда паалийәт елип бериватқан аммиви тәшкилат мәсуллири, оқутқучи вә оқуғучилардин болуп 500 әтрапида киши қатнашқан. Бу паалийәттә шәрқий түркистан вәхпиниң сабиқ баш катипи хамит гөктүрк әпәнди “шәрқий түркистанниң һазирқи вәзийити” темисида доклат бәргән. Бу доклат самсун вилайәтлик телевизйәдин нәқ мәйдандин тарқитилған. Биз бу паалийәт тоғрисида тәпсили мәлумат елиш үчүн хамит гөктүрк әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Хәмит гөктүрк әпәнди самсунда өткүзүлгән бу паалийәтниң наһайити яхши өткәнликини, шәрқий түркистан мәсилисиниң түркийәдә дуняниң һәрқайси җайлиридики муһим мәсилиләр арисиға киргәнликини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.