Сан франсескодики уйғурлар хитай консулханиси алдида намайиш өткүзди
Мухбиримиз илтәбир
2013.07.05
2013.07.05
Photo: RFA
Учисиға ай йолтузлуқ көк байрақниң рәсими чүшүрүлгән майкиларни кийивалған 30 дин артуқ уйғур вәтәнсөйәрлири 5 - июл күни әтигәндә америкиниң сан франсеско шәһиридики хитай консулханиси алдида намайиш өткүзди.
Җараңлиқ шуарлири билән әтраптики кишиләрниң вә ахбаратчиларниң диққитини җәлп қилған намайишчилар хитай даирилириниң уйғур елида йүгүзүватқан бесим сиясити вә террорлуқ һәрикәтлирини қаттиқ әйиблиди.
Уйғур америка бирләшмисиниң калифорнийидики вәкили, намайишни тәшкиллигүчи обулқасим әпәнди мухбиримизниң телефон зияритини қобул қилип, нәқ мәйдандин бу һәқтә тәпсилий мәлумат бәрди.