Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң бирләшмә маневири ички моңғулда башлиниш алдида турмақта
2014.08.19
Хитайда өткүзүлидиған “тинчлиқ бурчи - 2014” намлиқ һәрбий маневирниң тәйярлиқ хизмәтлири давамлашмақта.
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза русийә, қазақистан, қирғизистан, таҗикистан вә хитай қатарлиқ 5 дөләтниң армийәси ички моңғулийә аптоном районида терроризмға қарши бирләшмә һәрбий маневири өткүзүшниң җиддий тәйярлиқ хизмитини қилмақта. Хәвәрләргә қариғанда бу маневирға 7 миңдин артуқ адәм қатнишидикән.
Хәвәрләргә асасланғанда бу қетимқи бирләшмә маневриниң мәқсити көп дөләтниң бирликтә һәрикәт елип бериш қабилийитини өстүрүш, терроризмға қарши күрәшни күчәйтиш, районниң муқимлиқи вә тинчлиқини сақлаш үчүн өзара мәхпий ахбарат алмаштуруштики һәмкарлиқни күчәйтиштин ибарәт икән.
8 - Айниң 24 - күнидин 29 - күнигичә давамлишидиған мәзкур һәрбий маневир үчүн ички моңғолийәгә һәрбий вә қорал - ярақ йөткәш паалийәтлири давамлашмақта. Маневириға уруш айропиланлири, йүк - тақ айропиланлири, тик учар айропиланлар вә бироневикләр қатнаштурилидикән.
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң өткән йилқи һәрбий маневири русйәниң урал районидики челябинискида өткүзүлгән иди.
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң бирләшмә һәрбий маневрини ички моңғолийәдә өткүзүшидики сәвәп немә? хитай һөкүмити дегәндәк растинла бу районниң муқимлиқиға хәвп елип келиватқан терроризм барму? бу һәрбий маневир уйғур хәлқиғә қандақ тәсир көрситәр? дегән соаллар бойичә түркийә истратегийилик чүшәнчә институти мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. У, өзиниң бир қатар қарашлири вә тәһлиллирини оттуриға қойди.