Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң мәсуллири түркийә муавин баш министири қатарлиқлар билән учрашти

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2013.05.07
turkiye-uyghur-maarip-hemkarliq-305.png Туркийәниң муавин баш министири бәкри боздағ, абдулһәкимхан мәхсум қатарлиқ уйғур һәйәтлири билән биргә.
RFA/Arslan

2013 - Йили 5 - айниң 2 - күни шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан, баш тәптиши абдулһәкимхан мәхсум вә доктор алимҗан буғда қатарлиқ кишиләр әнқәрәгә зиярәткә барди вә түркийә муавин баш министири буләнт аринч, дөләт министири бәкри боздағ қатарлиқ министирлар билән ишханисида айрим - айрим учрашти.

Учришишта икки тәрәп уйғурларниң һазирқи вәзийити вә кәлгүсигә алақидар бир түркүм хизмәт - паалийәтләр тоғрисида пикир алмаштурди. Уйғур һәйәт уйғурларға алақидар бир қисим тәләпләрни оттуриға қойди.

Биз бу учришишниң мәқсити вә тәпсилати тоғрисида мәлуматқа еришиш үчүн шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан билән сөһбәт елип бардуқ.

Һидайәтуллаһ оғузхан бу қетимқи әнқәрә зияритиниң мәқситини ипадилиди. Униң ейтишичә, бу өмәк уйғур диярида йүз бериватқан вәқәләрниң келип чиқиш сәвәблири тоғрисида хитай даирилириниң ишәнчисиз учур тарқитиватқанлиқи, вәқәниң келип чиқиш сәвәблириниң һәқиқити, уйғурларниң хитайлар ейтқандәк террорчи әмәс бәлки тинчлиқпәрвәр хәлқ икәнлики, уйғур диярида йүз бериватқан пүтүн вәқәләрниң хитайниң бесим сиясити сәвәбидин келип чиқиватқанлиқини дәлил испат билән түркийә министирлириға аңлитиш қатарлиқларни мәқсәт қилған икән.

Мәлум болушичә, зиярәт җәрянида шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң мәсуллири министир бәкир боздағқа уйғур допписи вә чапан һәдийә қилди. Бәкри боздағ уйғур доппа вә чапанни кийип уйғур һәйәт билән хатирә рәсимгә чүшти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.