Шветсийә вә голландийәдә хитайға қарши намайиш болди
2017.10.01
1-Өктәбир күни шиветсийәниң ситокһолим вә голландийәниң амистердам шәһәрлиридики хитай әлчихана вә консулханилири алдида наразилиқ намайишлири елип берилди.
Шиветсийәниң ситокһолим шәһиридики намайиш мәйданидин зияритимизни қобул қилған абдуллаһ әпәнди, бу намайишни “шиветсийә уйғур маарип уюшмиси” орунлаштурғанлиқини вә моңғуллар, тибәтликләр билән бирликтә намайиш елип барғанлиқини әскәртип, бу қетимқи намайишниң мәқсиди һәққидә тохталди.
Шиветсийәдики намайиш чүштин кейин саәт 13:00 да башланған болуп, икки саәт давамлашқан бу намайишқа қатнашқан йәнә бир ханимму, өзиниң бу қетимқи намайиш һәққидики тәсиратини билдүрүп өтти.
1-Өктәбир күни йәнә голландийәниң амистердам шәһиридики уйғурларму “яврупа шәрқий түркистан маарип җәмийити” қатарлиқ тәшкилатларниң тәшкиллиши билән амистердамдики хитай консулханиси алдида саәт 13:00-14:30 гичә намайиш елип барған болуп, нәқ мәйдандин зияритимизни қобул қилған мәзкур тәшкилат рәһбәрлиридин абдураһман һаҗимму хитай үчүн дөләт байрими болған бу күнниң уйғурлар үчүн “матәм күни” һесаблинидиғанлиқини илгири сүрди. Мәзкур тәшкилатниң мәсуллиридин обулқасим әпәндиму бу қетимқи намайиш һәққидә қарашлирини билдүрди.
Голландийәдики җамаәт әрбаби, “яврупа шәрқий түркистан маарип җәмийити” ниң мәсуллиридин әйса қариму бүгүнки бу намайиш һәққидә тохтилип, пүтүн дунядики уйғурларниң зич иттипақлишишини тәшәббус қилди.
Намайишчиларниң билдүришичә, улар ай-юлтузлуқ көкбайрақ вә түрлүк тәшвиқат лозункилирини көтүрүшүп, җараңлиқ шуарлар билән хитай һакимийитигә болған ғәзәплирини ипадә қилиш билән биргә, тәшвиқат вастилири арқилиқ йәрлик хәлққә хитай зулмини паш қилған.