Шиветсийә баш министириниң хитай зиярити һәққидики сөзи ғулғула қозғиди

Ихтиярий мухбиримиз еһсан
2015.03.26
Stefan-Lofven-sitefan-lopwen-shiwetsiye-305.jpg Шиветсийә баш министири ситефан лопвен. 2014-Йили 12-сентәбир.
wikimedia.org

Шиветсийә баш министири ситефан лопвен алдимиздики 27-март җүмә күни, хитайға рәсмий зиярәткә баридиғанлиқи мәлум болди.

‏Бу мунасивәт билән баш министир стефан лопвен, мухбирларниң зияритини қобул қилған болуп, мухбирларниң сориған соаллириға җаваб бериш җәрянида, хитай һөкүмитини “диктатор” дегән сөзни ишлитишни рәт қилиши шиветсийә мәтбуатлирида ғулғула қозғиди.

Өткән йили сотсиял демократлар партийисидин болған ситефан лопвен шиветсийә баш министири болған иди. Униң хитайға қаратқан тунҗи қетимлиқ дөләт зиярити сәпири шиветсийә мәтбуатлирида қизиқ нуқтиға айланди.

Баш министир, хитай һөкүмитини пуқралириниң кишилик һоқуқи еғир дәпсәндә болуватқан қилмишлирини нәзәрдә тутуп, диктатор дәп аташ, йеник келип қалди дәп қаридиму яки иқтисади мәнпәәтни кишилик һоқуқ вә демократийиниң үстигә қоюп, хитай һөкүмитини вақтинчә рәнҗитишни халимидиму дегән соаллар шиветсийәдики йәрлик вә хәлқара мәтбуатларниң диққитини қозғаватқан қизиқ бир темиға айланди.

Бу мунасивәт билән шиветсийә уйғур маарип уюшмисиниң муавин рәиси ниҗат турғун бу һәқтә көз қаришини һәмдә тәшкилат намидин баш министирға хәт йоллиғанлиқини оттуриға қойди. Сиясий паалийәтчи абдуллаһ көкяр шиветсийә һөкүмитиниң хитай һөкүмитини ашкара тәнқид қилмай, юмшақ васитә таллаш йолиға қарита өзиниң көз қаришини ипадилиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.