Токйода “хитай компартийәсиниң уйғурларни бастуруш сияситиниң һәқиқий маһийити” намлиқ доклат берилди
2015.02.27
25 - Феврал японийә парламент сарийиниң йиғин залида “хитай компартийәсиниң уйғурларни бастуруши сияситиниң һәқиқий маһийити” намлиқ доклат бериш йиғини өткүзүлгән.
Бу қетимқи доклат бериш йиғини японийә йәр шари истратегийә тәтқиқат орниниң орунлаштуруши билән елип берилған болуп, йиғинға японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам маһмут алаһидә тәклип билән қатнишип нөвәттики уйғурлар вәзийитидин доклат бәргән.
Доклат бериш йиғиниға хитай, японийә мунасивәтлири тәтқиқати билән шуғулиниватқан бир қисим мутәхәссисләр вә шундақла уйғур мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлүватқан бир қисим кишиләр қатнашқан.
Йиғин шу күни кәч бәштин сәккизгә қәдәр давамлашқан.
Биз йиғин ахирилашқандин кейин, мәзкур йиғин һәққидә толуқ мәлуматқа еришиш үчүн японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам маһмут билән телефон сөһбити елип бардуқ.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.