Токйода рабийә қадир ханимниң ләнтос кишилик һоқуқ мукапатиға еришкәнликини тәбрикләш паалийити өткүзүлди
2015.12.16

13 - Декабир токйода рабийә қадир ханимниң 2015 - йиллиқ ләнтос кишилик һоқуқ мукапатиға еришкәнликини тәбрикләш паалийити өткүзүлди.
Рабийә қадир ханим 10 - декабир дуня кишилик һоқуқ күнидә мәркизи вашингтондики ләнтос кишилик һоқуқ вә адаләт фондиниң 2015 - йиллиқ ләнтос кишилик һоқуқ мукапатиға еришкән иди.
2015 - Йиллиқ ләнтос кишилик һоқуқ мукапатиниң саһиби болған рабийә қадир ханимни тәбрикләш паалийитини токйода паалийәт елип бериватқан дуня уйғур қурултийиға вакалитән иш беҗириш орни орунлаштурған болуп, паалийәткә тибәт, моңғул, хитай демократчилири вә бир қисим японлар қатнашқан.
Қутлаш паалийити токйо шинҗукудики түрк рестуранида елип берилған болуп,зияритимизни қобул қилған дуня уйғур қурултийиниң японийәдики вәкили доктор турмуһәммәт һашим паалийәт һәққидә тохталди. У шундақла мәзкур мукапатниң японийә җәмийитигә болған тәсири вә роли һәққидә тохтилип өтти.
Бу паалийәткә иштирак қилған японийәдики уйғур кишилик һоқуқ һемайичилиридин сато зияритимизни қобул қилип:“рабийә қадир ханимниң ләнтос кишилик һоқуқ мукапатиға еришкәнлики хәвирини аңлап толиму хошал болдуқ. Биз йеқин кәлгүсидә ханимниң нобел тинчлиқ мукапатиға еришишини арзу қилимиз” деди.
Японийәдики уйғур сиясий актиплиридин гүлистан рабийә қадир ханимниң ләнтос кишилик һоқуқ мукапатиға еришиши японийәдә елип бериливатқан уйғур давасиға һәр җәһәттин көп пайдилиқ икәнлики тоғрисида тохталди.
Рабийә қадир ханимниң ләнтос кишилик һоқуқ мукапатиға еришкәнликини тәбрикләш паалийити җәрянида тибәт, хитай демократчилири вә бир қисим японлар айрим - айрим һалда сөзгә тәклип қилинған.
Токйодики уйғур кишилик һоқуқ һемайичилиридин сато сөһбитимиз җәрянида йәнә, бу қетим өткүзүлгән тәбрикләш паалийитидә өткән айда токйода вапат болған, узун йиллардин бири японийәдики уйғур давасиға вә уйғур оқуғучиларға маддий вә мәнивий җәһәттин ярдәм болған мәрһум ширәйши әпәндиниң иш - излириниңму әсләп өтүлгәнликини билдүрүп мундақ деди:“бүгүнки паалийәттә көпчилик бирдәк сахавәтчи ширәйши әпәндиниң һаят вақтидики бәзи паалийәтлиригә юқири баһалар бәргәндә, сорунимизға иштирак қилған мәрһумниң аяли көз яш қилди” деди.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.