Түркийәниң әнқәрә шәһири билән финландийәдиму “5 - июл үрүмчи вәқәси” ни хатириләш намайиши өткүзүлди
2013.07.06
Бүгүн түркийәниң пайтәхти әнқәрә билән финландийәниң пайтәхти хелсинкида үрүмчи қирғинчилиқиниң 5 - йиллиқини хатириләш вә хитайниң қаттиқ қоллуқ сияситини әйибләш үчүн хитай әлчиханисиниң ишикигә қара гүлчәмбирәк қоюш, намайиш өткүзүш мухбирларға баянат бериш паалийәтлири өткүзүлди.
Хитайниң әнқәрә газиосманпаша мәһәллисидә турушлуқ әлчиханисида өткүзүлгән бу паалийәтни түркийәниң әң чоң аммиви тәшкилатлиридин бири болған “үлкә очақлири” тәшкилатиниң әнқәрә шөбиси уюштурған болуп, тәшкилат мәсули мәмәт онур қасим башчилиқидики 200 кишидин тәркиб тапқан намайишчи алди билән хитай әлчиханисиниң алдиға қара гүлчәмбирәк қойди.
Кейин намайишчилар “һәр йәрдә уйғур һәр йәрдә қозғилаң!”, “хитайлар шәрқий түркистандин йоқал!”, “5 - июл үрүмчи қирғинчилиқини унтумаймиз!” дегәнгә охшаш шоарларни товлашти.
Ахирида тәшкилат рәиси мәмәт онур қасим әпәнди мухбирларға баянат берип, 5 - июл үрүмчи қирғинчилиқида һаятидин айрилип қалғанларни һөрмәт билән әсләйдиғанлиқини, хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сияситини әйибләш билән биргә түрк һөкүмитини уйғурларға игә чиқишқа чақиридиғанлиқини ейтти.
5 - Июл күни йәнә финландийәниң пайтәхти хелсинкида турушлуқ хитай әлчиханиси алдидиму намайиш өткүзүлди. Финландийә шәрқий түркистан җәмийити уюштурған бу паалийәткә финландийәдики уйғурлардин башқа түркий милләт тәшкилатлириниң мәсуллири вә бәзи финландийәликләрму иштирак қилған.
Финландийә шәрқий түркистан җәмийитиниң мәсули обул қасим әпәнди “әгәр, хитай уйғурларға елип бериватқан бесим сияситини тохтатмайдикән, бизму хитайға қарши күрәш қилишни һәргиз тохтатмаймиз” деди вә намайиш тоғрисида мәлумат бәрди.