Түркийәдә йилқичида йүз бәргән вәқә мунасивити билән ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүлди
2013.08.29
28-Авғуст чаршәнбә күни, мәркизи қәйсиригә җайлашқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң уюштуруши билән қағилиқниң йилқичи йезисида йүз бәргән вә 22 уйғурниң өлүми билән ахирлашқан қанлиқ вәқәгә қарши ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүлди. Йиғинға түркийәниң көп санда телевизийә қаналлири вә гезит мухбирлири қатнашти.
Йиғинда дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сейит тумтүрк әпәнди сөз қилди вә йилқичи йезида йүз бәргән вәқәни қанлиқ бастурған хитай коммунист һакимийитини әйиблиди һәмдә буниңға сүкүт қилип туруватқан б д т, явропа иттипақи, ислам һәмкарлиқ тәшкилати қатарлиқ тәшкилатларни тәнқид қилди.
Сейит тумтүрк әпәнди, алди билән вәқә тоғрисида тохтилип, хитайниң диний паалийәт қилиш үчүн йиғилған бир гуруппа уйғур яшларни, һечқандақ тәкшүрмәстинла террорчи дегән нам билән сәвәбсиз оққа тутқанлиқини, нәтиҗидә 26 уйғурниң шеһит болғанлиқини билдүрди.
Әркин асия радиоси қағилиқниң йилқичи йезисида 22 уйғурниң хитай әскәрлири тәрипидин етип өлтүргәнлики тоғрисида хәвәр тарқатқандин кейин, бу хәвәр пүтүн дунядики ахбаратларда нәқил қилинип тарқитилди. Шу җүмлидин, қағилиқниң йилқичи йезисида йүз бәргән вә 22 уйғурниң өлүми билән ахирлашқан қанлиқ вәқә тоғрисида бүгүн түркийәниң чоң гезитлиридә хәвәр тарқитилди. Түркийәниң йеңи шафақ гезити бу вәқә тоғрисида, “қуран курсиға барғанлиқи үчүн қәтли қилинди” дегән темида хәвәр тарқатти вә 28 нәпәр уйғур тәклимакан чөлиниң вадилирида қуран дәрси оқуғанлиқи үчүн, хитай ишғалчи күчлири тәрипидин оққа тутулуп өлтүрүлди, дейилди.
Доған хәвәр агентлиқи, шәрқий түркистанда 15 киши өлтүрүлди, дегән темида учур тарқатти. Дуня бултәни, шәрқий түркистан хәвәр қатарлиқ тор гезити, хәбәр7 тор гезитлири “шәрқий түркистанда йеңи қәтлиам йүз бәрди, 22 уйғур шеһит болди” дегән темида учур тарқатти.
Қәйсиридә өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғини тоғрисида шундақла қағилиқниң йилқичи йезисида йүз бәргән қанлиқ вәқә тоғрисида, дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сейит тумтүрк әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Сейит тумтүрк әпәнди, сүрийә вә мисирда йүз бериватқан зулум вә қәтлиам охшашла хитай һакимийити тәрипидин шәрқий түркистанда ишлиниватқанлиқини, шуниң үчүн хитай сүрийә вә мисир диктатор һакимийитини қоллаватқанлиқини билдүрди вә б д т, явропа иттипақи, ислам һәмкарлиқ тәшкилати қатарлиқ хәлқаралиқ тәшкилатларни йилқичида йүз бәргән қәтлиам үстидин тәкшүрүш елип беришқа чақириқ қилди.