Түркийә уйғурларниң җаза лагерлириға қамилиши мәсилисидә хитайни қаттиқ әйиблиди
2019.02.09
Түркийә ташқи ишлар министирлиқи шәнбә күни баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң бир милйондин артуқ уйғурларни җаза лагерлириға солиғанлиқини қаттиқ әйибләп, буни “инсанийәт үчүн бир бүйүк номус” дәп билдүрди.
Түркийә ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси һами аксой, “бир милйондин артуқ уйғур түрклириниң җаза лагерлириға вә түрмиләргә халиғанчә тутулуп, тән җазасиға учриши вә каллисиниң сиясий җәһәттин ююлуши һазир бир мәхпийәтлик әмәс. Биз хитай һөкүмитиниң уйғур түрклириниң асаслиқ һәқ-һоқуқлирини һөрмәт қилишини вә җаза лагерлирини тақиветишини тәшәббус қилимиз” деди.
Баянатчи һами аксой сөзидә йәнә, уйғур түрклириниң хитай һакимийити қолида узун йиллардин буян сиясий бесимға, шундақла системилиқ ассимилатсийәгә учрап келиватқанлиқини алаһидә тәкитләп өтти.
Түркийә һөкүмити хитай даирилири уйғурларни милйонлап җаза лагерлириға солиған икки йилға йеқин вақит җәрянида бу мәсилә үстидә сүкүттә турувалған болсиму, әмма муһаҗирәттики уйғурлар түркийәниң шәнбә күни хитайни әйибләп елан қилған баянатидин сөйүнди. Дуня уйғур қурултийи түркийәниң бу мәйданидин мәмнун болуп, әрдоған һөкүмитиниң бу мәсилини бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға көтүрүп чиқиши, шу арқилиқ хитайдики җаза лагерлирида тутуп турулуватқан милйонлиған уйғурларниң қоюп берилишини қолға кәлтүрүшкә чақириқ қилди.