Уйғур мәсилиси түрк хәлқиниң муһим мәсилисигә айлинишқа башлидиму?
2013.07.17
Мусулманларниң муқәддәс рамзан ейиниң кириши билән түркийәдики бәзи сиясий партийиләр вә аммиви тәшкилатлар әнқәрәниң әтимәсқут, синҗан районлиридики елан тахтилириға рәңлик үрүмчи вәқәси әкс әттүрүлгән рәсимлик чоң қәғәзниң үстигә, “һәй мусулманлар, һәй ислам дуняси, һәй түркийә, шәрқий түркистан қан йиғлаватиду, уйғурлар йоқ қилиниватиду”, “уйғурларни унтумайли” дегәндәк сөзләрни йезип чаплиған.
Һазир рамазан ейидики иптар зияпәтлиридин кейинки дуалардиму уйғурлар тилға елинмақта, бу түркийәдики уйғурларни сөйүндүрмәктә. Бәзи мутәхәссисләр уйғур мәсилисиниң бундин кейин түркийәниң миллий сияситигә айлинидиғанлиқиниң бешарити икәнликини илгири сүрмәктә. Бәзиләр уйғур мәсилисиниң түрк хәлқиниң муһим мәсилисигә айлинип болғанлиқини илгири сүрмәктә. Биз бу һәқтә көз қарашлирини елиш үчүн истратегийилик чүшәнчә институти мутәхәссиси др. Әркин әкрәм вә уйғур зиялийси азатҗан буғралар билән сөһбәт елип бардуқ.
Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиз.