Явропа парламенти әзалириниң уйғур мәсилиси һәққидики баянлири (3)

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2018.10.12
Yawropa-Parlament-Ezaliri.jpg Явропа парламенти әзалири. юқириқи рәт оңдин солға урмас паәт, сәан кәллй, җәан луч счаффһаусәр. Төвәнки рәт оңдин солға фабио массимо часталдо, рамон трәмоса балчәллс, җоао пимәнта лопәс.
europarl.europa.eu

4-Өктәбир франсийәниң страсбург шәһиридә чақирилған явропа парламентиниң омумий йиғинида җаза лагерлири мәсилисини өз ичигә алған уйғурларниң омумий вәзийити тоғрисида 15 маддилиқ қарар мақуллиған иди. Мәзкур қарар мақуллиништин илгири явропа парламентидики охшимиған партийә-гуруһларниң вәкиллиридин тәркиб тапқан парламент әзалири уйғур дияри вә җаза лагерлири тоғрисида һәр хил қарашлирини оттуриға қоюп өтти.

“явропа иттипақи солчиллар конфедиратсийони - шималий явропа гуруһи” ниң портигалийәлик вәкили җоа пимента лопес мундақ дегән: “америка дөләт мәҗлисидики баянлар 1 милйондин артуқ уйғурниң лагерларда инсаний һәқлириниң дәпсәндә қилишларға учраватқанлиқи тоғрисида аңлиғанлиримизниң растлиқини муәййәнләштүрди. Бир дөләтниң бу қәдәр чәклимисиз бастурушлириға, инсаний һәқ-һоқуқларға қарита дәриҗидин ташқири дәпсәндичилик һәрикәтлиригә кишиниң ишәнгүси кәлмәйду. Биз 3-дөләттә яшаватқан уйғурлардин җаза лагерлириға аит интайин һәйран қаларлиқ һекайиләрни аңлаватимиз. явропа иттипақи өз мәнпәәти үчүн импириялистларниң бу қәдәр еғир бастурушлириға сүкүт қилидиған бир орун болуп қалмаслиқи лазим.” 

“явропа әркинлик партийәси вә демократлар партийәси иттипақи гуруһи” ниң естонийәлик вәкили урмас пает мундақ дегән: “хәлқара кишилик һоқуқ органлири хитайдики ‛қайта тәрбийиләш мәркизи‚ атлиқ лагерлар яритиватқан инсан һәқлири дәпсәндичилики тоғрисида тохтиливатиду. Хитай дунядики әң күчлүк дөләт болимән дәп өз хәлқини азаблиса хаталишиду. Б д т ниң мәлуматлиридин 1 милйон уйғурниң һәқсиз һалда лагерларға қамалғанлиқи мәлум. Уруқ-әвладлири уларниң нәләргә қамалғанлиқини, һаят яки өлгәнлики билмәйду. Хитай һакимийити бу районда охшимиған техникилар билән коча-койларни, өйләрни, машиниларни назарәт қилиш үскүнилири орнитип тәқиб астида тутмақта. Хитай һакимийити ғайиб қилинғанларниң исимлирини ашкарилиши, хәлқара кишилик һоқуқ әһдинамилиригә риайә қилиши, явропа иттипақи бу тема һәққидә хитай һакимийити билән кәскин сөзлишиши лазим.”

Германийәдики уйғур җамаәт әрбаби аблимит турсун әпәнди явропа парламенти әзалириниң нутуқлири тоғрисида тохталғанда бу гәпләрни гоя уйғурлар сөзләватқандәк уйғурларниң йүрикидин чиққан сададәк һес қилғанлиқини тилға алди.

“әркин явропа вә демократийә гуруһи” ниң италийәлик вәкили фабийо массимо касталдо мундақ дегән: “хитайниң җаза лагерлиридин чиққан сайрагүл савутниң мәлуматлириға көрә хитайниң тәрбийиләш лагерлириға қамалған 1 милйондин артуқ уйғур вә қазақ сүкүттә, қорқунч ичидә һаят көчүрмәктә. Әмма уларниң саниниң зади қанчилик икәнлики техи мәлум әмәс. Бу һәқтә ашкариланған ениқ мәлуматму йоқ. Бизгә ениқ мәлум болғини, у йәрдики аз санлиқ бир милләт хәлқиниң бешиға келиватқан күлпәтләр, кишилик һәқ-һоқуқлириниң еғир дәриҗидә дәпсәндә қилинишидур. Зәрбә йәп тутуп кетилгәнләрниң өз маканлириға қайтип келәлмәслики, ғайиб қилиниши һәмдә бу тәрбийиләш лагерлириниң зади қәйәрдиликиниң билинмәслики бизни әндишигә салидиған вә явропа иттипақи сүкүт қилалмайдиған, хитайдин һесабини сорайдиған мәсилидур.” 

“явропа милләтлири әркинлик гуруһи” ниң франсийәлик вәкили җеан лушафхаусер уйғурлар һәққидә қарар қобул қилишқа қарши чиққан парламент әзаси. У мундақ дегән: “шинҗаң районида хели йиллардин буян радикал күчләрниң зораванлиқ һәрикәтлири йүз берип кәлгән, ислам қораллиқлири баш көтүргән. Бу хил радикаллиқни қайси бир дөләт назарәт қилмайду вә униң алдини алмайду? хитайниң қиливатқиниму дәл мушу. ‛2 милйон уйғур тәрбийиләш лагерлирида җазалиниватиду‚ дегәнлик күлкилик бир гәп һәм буниң испатиму йоқ. Бу сан париж нопусиниң йеримиға тоғра келиду. Буни тилға кәлтүрүшкә қизиққанлар алди билән тәкшүрүп көрүшлири лазим.”

“явропа хәлқ партийәси гуруһи” ниң ерландийәлик вәкили сеан келли мундақ дегән: “биз бүгүн хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитидики начар әһваллар тоғрисида, болупму азсанлиқ бир милләтниң кишилик һәққиниң боғулуши үстидә тохтиливатимиз. Уйғурлар вә башқа азсанлиқ милләтләр учраватқан чәклимиләр вә уларниң күндилик һаятиниң кәң көләмдә мүшкүлатларға йолуқуватқанлиқи оттуриға қоюлмақта. явропа иттипақи бу сиясий тутқунлар һәққидә хитай һөкүмити билән сөзлишип бу начар вәзийәтниң йәниму яманлишип кетишиниң алдини елиши лазим. Мән тутқундики кишиләрниң дәрһал азад қилинишини, уйғурларниң ой-пикир, йиғилиш әркинликиниң даим капаләткә игә қилинишини үмид қилимән. Демократийә вә кишилик һоқуқ мәсилиси хитай билән явропа бирлики мунасивәтлиридики даимлиқ тема. Буниң шинҗаңдики вәзийәтниң өзгиришигә ярдими тегишини халаймән.” 

“явропа әркинлик партийәси вә демократийә партийәси иттипақи гуруһи” ниң испанийәлик вәкили рамон тремоса балчелс мундақ дегән: “мән алди билән хитайниң шинҗаң уйғур аптоном районидики уйғурлар тоғрисида уюштурулған бу йиғинниң иштиракчилириға салимимни билдүримән. Биз явропа парламентини ‛кишилик һоқуқ универсал баяннамиси‚ ниң роһиға бинаән хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә етираз билдүрүш мәҗбурийити астида ‛тәрбийиләш мәркизи‚ намидики лагерларни тақаш вә униңға қамалған инсанларни азад қилиш йолида издиниш елип беришқа чақиримиз һәмдә бу лагерларға қамалған 1 милйон инсан үстидин йүргүзүлгән кәң көләмлик зораванлиқларни тәкшүрүш үчүн мустәқил көзәткүчиләр аҗритишни сораймиз. Хитай бүйүк бир дөләт. Бу дөләтниң етник җәһәттә аз санлиқ һесабланған уйғурлар вә тибәтликләрдин қорқуп мәдәнийәт қирғинчилиқи йүргүзүш арқилиқ техиму күчлүк бир дөләткә айлиналиши натайин. Мән уйғурларға, тибәткә вә хитайға әркинлик тиләймән.” 

Дуня уйғур қурултийи тәтқиқат мәркизиниң мудири әнвәр әхмәт әпәнди явропа парламенти әзалириниң бу баянлиридин, уларниң уйғурларниң нөвәттики вәзийитидин йетәрлик дәриҗидә мәлуматларға игә икәнликини ениқ көрүвалғили болидиғанлиқини әскәртти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.