Америка җумһурийәтчиләр партийиси вәкилләр қурултийи апәт сәвәбидин паалийәтлирини қисқартти

2008 - Йиллиқ америка җумһурийәтчиләр партийиси вәкилләр қурултийи ахбарат мәркизиниң хәвәр қилишичә, 1 - сентәбир дүшәнбә күни ечилиш алдида турған мәзкур қурултай, америкиниң җәнуби районлириға тәһдит селиватқан, шиддәтлик деңиз долқуни қуюн апити сәвәбидин бу күнигә орунлаштурулған бир қисим паалийәтлирини қисқартидиғанлиқини җакарлиған.
Мухбиримиз җүмә хәвири
2008.09.01

 Җумһурийәтчиләр партийиси намзати җон меккейинниң барлиқ йиғин вә башқа паалийәтлириниң директори рик дейвисниң баянатиға қариғанда, һазир мәзкур партийә мексика қолтуқиға җайлашқан шитатлардики пуқраларниң бихәтәрликини вә уларға ярдәм беришни алдинқи орунға қойидиғанлиқини, мушундақ бир пәйттә сиясий тәбрикләш мурасиминиң зөрүр әмәсликини билдүргән.

Һазир америка җумһурийәтчиләр партийиси вәкилләр қурултийи апәткә учриған районлар хизмәт гурупписи вә информатсийә мәркизи тәшкиллигән болуп, улар мексика қолтуқиға җайлашқан луйисияна, тексас, миссиссипи, алабама вә флорида шитатлиридин кәлгән вәкилләрдин апәт сәвәбидин юртлириға қайтишни тәләп қилидиғанларни тошуйдиған мәхсус айропилан аҗратқан.

Мәлум болушичә һазир мәзкур районлардин икки милйонға йеқин адәм тарқақлаштурушқа башлиған. Җумһурийәтчиләр партийиси вәкилләр қурултийи миннесота штатниң синт паул шәһиридә 1 - авғуст ечилидиған болуп, әсли күнтәртипи буйичә бу күни америка президенти қурултайда нутуқ сөзлимәкчи иди.

Әмма президент буш өзиниң қурултайға қатнашмайдиғанлиқини җакарлиғандин кийин апәт райони тексас штатиға йол алған.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.