Барак обама демократлар партийисиниң президент намзатлиқини қобул қилди

Америка демократлар партийисиниң президент намзати барак обама пәйшәнбә күни кәч йәни америка демократлар партийисиниң дөләтлик қурултийиниң ахирқи күни дәнвер шәһиридики бир тәнтәрбийә мәйданида мәзкур партийиниң 75 миң кишилик қурултай вәкили вә қоллиғучилириға нутуқ сөзләп, демократларниң президент намзатлиқини қобул қилғанлиқини җакарлиди.
Мухбиримиз әркин хәвири
2008.08.29

 Обама америка тарихида бу нөвәтлик президентлиқни талишидиған икки партийиниң бири тәрипидин тунҗи қетим намзатлиққа көрситилгән африқа ирқидики америкилиқтур. У нутуқида һәр бир америкилиқниң америка ғайисини әмәлгә ашурушиға охшаш пурсәт билән тәминләйдиғанлиқи, америка иқтисадидики чекинишни оңшайдиғанлиқи вә америкиниң хәлқара орнини тәкрар тикләйдиғанлиқини билдүрди.

Обама йәнә президент бушниң сияситини тәнқид қилипла қалмай, җумһурийәтчиләр партийисиниң президент намзати җон микейнни тәнқид қилип, микейинниң буш һакимийәт сориған 8 йил җәрянида бушниң сияситиниң %90 ни қоллиғанлиқини әйиблиди. У" өткәнки 8 йилда бизниң әһвалимиз һазирқидин яхши болуши керәк иди. Дөлитимизниң әһвали һазирқидин обдан болуши лазим иди," дәп көрсәтти.

Обаманиң пәйшәнбә күни дәнвер шәһиридики инвәско тәнтәрбийә мәйданида сөзлигән нутқи америка хәлқ һоқуқи һәрикитиниң рәһбири мартин лутер киңниң 1963 ‏ - йили "мениң бир ғайәм" дегән мәшһур нутуқини елан қилған күн билән охшаш бир күнгә тоғра кәлди.

Обама бу нөвәтлик сайламниң тарихий әһмийитини әскәртип " бу минутлар ‏ - бу қетимқи сайлам биз үчүн 21 - әсирдә америка вәдисиниң мәвҗутлуқини сақлишимиздики бир пурсәт," дәйду. Демократлар риқабәтчи партийә җумһурийәтчиләрниң дөләтлик қурултийи келәр дүшәнбә күни миннесота штатиниң мианнапиолис шәһиридә ечилиду.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.