Президент буш хитайдин мәсилиләрни зораванлиқ күч қолланмай һәл қилишқа чақирди
Мухбиримиз гүлчеһрә хәвири
2008.08.05
2008.08.05
Буш хитайниң шималий корийә вә иран ядро мәсилисидә америка билән һәмкарлашқанлиқини махтиди. Лекин хитайниң олимпик бихәтәрликини баһанә қилип, өктичиләрни бастурғанлиқи һәққидики бир соалға удулла җаваб бәрмәй, хитайниң йошурун террорлуқ һуҗумлар мәсилисидә һәддидин зиядә җиддийлишип кәткәнликини билдүрди.
У мундақ дәйду": мән уларниң бихәтәрликкә капаләтлик қилипла қалмай, олимпик роһиниму гәвдиләндүрүшини үмид қилимән шундақла иғвагәрчилик вәқәси йүз бәрсә, уларниң буни зораванлиқ күч ишләтмәй, мәсулийәтчанлиқ билән бир тәрәп қилишини үмид қилимән."
Президент буш бу сөзләрни қилған шу күни әтигәндә уйғур елиниң қәшқәр шәһиридики сәмән йолида абдурахман азат вә қурбанҗан һемит исимлик 2 уйғур яш, қәшқәрдә әтигәнлик мәшққә чиққан хитай жандармилириға һуҗум қилип, 16 әскәрни өлтүргән, 16 сини яриландурған иди.
Чәтәлдики дуня уйғур қурултийи, америка уйғур җәмийитигә охшаш хәлқара тәшкилатлар зораванлиқни әйиблигән, лекин хитай даирилирини бу вәқәни баһанә қилип, уйғурлардин илгирилигән һалда өч алмаслиққа, хәлқара җәмийәтни буниңға диққәт қилишқа чақирған иди.