Президент буш, ху җинтавни далай лама билән сөһбәтни давамлаштурушқа чақирди
Мухбиримиз әқидә хәвири
2008.05.13
2008.05.13
Хәвәрләргә қариғанда, президент буш, хитайда йүз бәргән йәр тәврәш сәвәбидин ху җинтав вә хитай хәлқидин һал сориған шуниңдәк тибәт мәсилиси үстидә тохтилип, ху җинтав дин далай лама билән сөһбәтни давамлаштурушни тәләп қилған.
Хитай ташқи ишлар минстирлиқиниң билдүрүшичә, ху җинтав, сөһбәт җәрянида, тибәтниң хитайниң ички иши икәнликини әскәрткән һәмдә америка һөкүмитиниң, тибәт мәсилисигә обиктип муамилә қилишини үмид қилидиғанлиқини тәкитлигән.
Бу арида, тибәтниң диний вә сиясий даһиси далай лама, ғәрб дөләтлиригә қаратқан зияритини башлаш һарписида, бейҗиң һөкүмити вә хәлқара җамаәтни, тибәткә хәлқара мәтбуатниң киришини асанлаштурушқа чақирди.
Далай лама чаршәнбә күни башлайдиған сәпири җәрянида, америка, австралийә, германийә, әнгилийә вә франсийини зиярәт қилидикән.