Филиппиндики тәйфең борини апитидә 150дин артуқ адәм өлди
Мухбиримиз үмидвар хәвири
2008.06.22
2008.06.22
Б б с ниң учурида ейтилишичә, 600 дин артуқ йолучи, 100 дин артуқ парахот хадими вә матрос бар "юлтуз нур ханиш" намлиқ парахот филиппин деңиз тәвәликидә тәйфең борининиң һуҗумиға учриған болуп, филиппин деңиз армийиси уларни қутулдуруш үчүн издәш елип барған.
Бу парахот шәнбә күни һадисигә учриған болуп, бирақ долқун һәддидин зиядә күчлүк болғачқа издәш ишлири мумкин болмиған. Әмма, йәкшәнбә күни давамлиқ издәш башланған. Филиппин тәрәпниң пәрәз қилишичә, мәзкур парахотниң тәйфең боринида чөкүп кәткән болушиниң еһтималлиқи зор. Һазирғичә пәқәт төт нәпәр адәм қутулдурулған болуп, қалғанлириниң из - дерики йоқ.
Мәзкур тәйфең борини саитигә 150 километир тезликтә филиппинниң оттура вә җәнубий қисмида төт саәт давамлашқан болуп нурғун өйләр вәйран болған. Йоллар бузулған, ток симлири үзүлгән. Һөкүмәт 100 миң адәм чиқирип қутулдуруш ишлири елип барған һәмдә дөләт ичидики һава йоллири вақтинчә қатнаш тохтатқан. Бу бир қетимлиқ еғир вәқә болуп һесаблиниду.